31
Падишаға несиһәт
1 Төвәндикиләр, падиша Ләмуәлгә униң аниси арқилиқ вәһий билән кәлгән сөзләрдур; аниси бу сөзләрни униңға үгәткән:
2 И оғлум, и мениң амриғим, қәсәмләр билән тилигән арзулуғум, мән саңа немә дәй?
3 Күч-қуввитиңни аял-хотунлар тәрипигә сәрп қилмиғин;
Яки падишаларниму вәйран қилидиған ишларға берилгүчи болма!
4 И Ләмуәл, шарап ичиш падишаларға лайиқ әмәс,
Әмирләргиму һараққа хумар болуш ярашмас.
5 Болмиса улар шарап ичип, муқәддәс бәлгүлимиләрни унтуп,
Бозәк бәндиләрниң һәққини астин-үстүн қиливетиши мүмкин.
6 Күчлүк һарақ өлгүси кәлгәнләргә, һәсрәткә чөмгәнләргә берилсун!
7 Улар шарапни ичип, мискинлигини унтуп,
Қайтидин дәрд-әлимини есигә кәлтүрмисун!
8 Өзлири үчүн гәп қилалмайдиғанларға ағзиңни ачқин,
Һалак болай дегәнләрниң дәвасидә гәп қил.
9 Сүкүт қилма, улар үчүн лилла һөкүм қил,
Езилгәнләрниң вә мискинләрниң дәрдигә дәрман бол.
Пәзиләтлик аял
10 |א| Пәзиләтлик аялни ким тапалайду?
Униң қиммити ләәл-яқутлардинму зор ешип чүшиду.
11 |ב| Ериниң көңли униңға тайинип хатирҗәм туриду,
У болғачқа ериниң алған олҗиси кам әмәстур!
12 |ג| У өмүр бойи еригә вападар болуп яхшилиқ қилиду,
Уни зиянға учратмайду.
13 |ד| У қой жуңи вә кәндир тепип,
Өз қоли билән җан дәп әҗир қилиду.
14 |ה| У сода кемилиригә охшаш,
Аилини беқиштики озуқ-түлүкләрни жирақ җайлардин тошуйду.
15 |ו| Таң йорумаста у орнидин туриду,
Аилисидикиләргә йемәклик тәйярлайду,
Хизмәткар-дедәкләргә несивисини тәқсим қилиду.
16 |ז| У бир парчә етизни өзи көрүп алиду;
Қоли билән жиққан дарамәттин у бир үзүмзар бена қилиду.
17 |ח| Ишқа қарап у белини күч билән бағлар,
Биләклирини күчләндүрәр;
18 |ט| Өз ишиниң пайдилиқлиғиға көзи йетәр,
Кечичә чириғини өчүрмәй иш қилар.
19 |י| У қоллири билән чақни чөрәр,
Бармақлири жип урчуқини тутар.
20 |כ| Аҗизларға ярдәм қолини узитар;
Һаҗәтмәнләргә қоллирини созар.
21 |ל| Қар яққанда у аилиси тоғрилиқ әндишә қилмайду,
Өйидикиләрниң һәммисигә қизил кийимләр кийдүрүлгән.
22 |מ| Кариват япқучлирини өзи тоқуйду;
Өзиниң кийим-кечәклири канап вә сөсүн рәхттиндур.
23 |נ| Ериниң шәһәр дәрвазилирида абройи бар;
Шу йәрдә у жуттики ақсақаллар қатаридин орун алиду.
24 |ס| У нәпис канаптин кийим-кечәк тикип уни сатиду;
Бәлвағларни тикип содигәрләрни тәминләйду.
25 |ע| Кийими күч-қудрәт вә иззәт-һөрмәттур;
У келәчәккә үмүт билән күлүп қарайду.
26 |פ| Ағзини ачсила, дана сөз қилиду,
Тилида меһриванә несиһәтләр бар.
27 |צ| Аилисидики ишлардин дайим хәвәр алиду,
Бекарға нан йемәйду.
28 |ק| Пәрзәнтлири орнидин туруп униңға бәхит-бәрикәт тиләйду;
Ериму мубарәкләп уни махтап: —
29 |ר| «Пәзиләт билән яшиған аяллар көптур,
Бирақ сән уларниң һәммисидинму ешип чүшисән» — дәйду.
30 |ש| Гөзәллик сеһри алдамчидур,
Һөсн-җамалму пәқәт бир көпүк, халас,
Пәқәт Пәрвәрдигардин қорқидиған аялла махтилиду!
31 |ת| У өз меһнитиниң мевилиридин бәһримән болсун!
Әҗирлири уни дәрвазиларда һөрмәт-шөһрәткә ериштүрсун!