10
Худаниң шан-шәриви ибадәтханисидин чиқип кетиду
1 Мән қаридим, мана, керубларниң беши үстидики гүмбәз үстидә, көк яқутниң қияпитидәк бир тәхтниң көрүнүши туратти; 2 Вә тәхткә Олтарғучи канап кийимләрни кийгән кишигә: «Керубларниң астидики чақларниң арисиға кир, қоллириңни керублар арисида көйүватқан чоғларға толдуруп, уларни шәһәр үстигә чечивәт» — деди. Мән қаридим, у шундақ қилишқа башлиди.
3 Бу киши киргәндә керублар өйниң оң тәрипидә туратти; шан-шәрәплик булут өйниң ички һойлисини толдурди. ◼ 4 Вә Пәрвәрдигарниң шан-шәриви керуб үстидин чиқип, өйниң босуғисиға кәлгән еди; өй булутқа толди, һойла болса Пәрвәрдигарниң шан-шәривиниң җулалиғиға чөмгән. 5 Керубларниң қанатлириниң садаси һәммидин қадирниң сөзлигән чағдики авазидәк болуп, сирттики һойлиға аңлинип туратти.
6 Вә шундақ болдики, Рәб канап кийимләрни кийгән кишигә: «Чақлар арисидин, йәни керублар арисидин от алғин» — дәп буйруғинида, у кирип бир чақниң йенида турди. 7 Вә керублардин бири өз қолини керублар оттурисидики отқа созуп униңдин от елип, канап кийимләрни кийгән кишиниң қоллириға салди; у буни елип чиқип кәтти 8 (керубларниң қанатлири астида, адәмниң қоллириниң қияпити көрүнүп туратти).
9 Мән қаридим, мана, керубларниң йенида төрт чақ бар еди, бир керубниң йенида бир чақ, йәнә бир керубниң йенида йәнә бир чақ туратти; чақларниң қияпити болса берил яқутниң көрүнүшидә еди. ◘ 10 Уларниң шәкли болса, төртилисиниң охшаш еди, йәни чақ ичидә чақ бардәк көрүнәтти. 11 Керублар маңғанда, улар йүзләнгән төртила тәрәпкә удул қарап маңатти; маңғанда улар һеч бурулмайтти, бәлки беши қайси тәрәпкә қариған болса, улар шу тәрәпкә маңатти; улар маңғанда һеч бурулмайтти. 12 Уларниң пүтүн тени, дүмбилири, қоллири, қанатлири вә уларниң чақлириму, йәни төртисигә тәвә чақларниң әтрапи көзләр билән толған еди. 13 Чақларни болса: «пирқирайдиған чақлар!» — дәп атиғинини өз қулиқим билән аңлидим. 14 Һәр бир керубниң төрт йүзи бар еди; биринчиси керубниң йүзи, иккинчиси адәмниң йүзи, үчинчиси ширниң йүзи, төртинчиси бүркүтниң йүзи еди. ◼
15 Керублар жуқуриға өрлиди. Булар дәл мән Кевар дәрияси бойида көргән һаят мәхлуқлар еди. 16 Керублар маңғанда, чақларму уларға яндишип маңатти; керублар йәрдин өрләшкә қанатлирини көтәргинидә, чақларму уларниң йенидин бурулуп кәтмәйтти. ◘ 17 Улар турғанда, чақларму туратти; улар көтирилгәндә, чақларму улар билән көтириләтти; чүнки һаят мәхлуқларниң роһи чақларда еди. ◘ 18 Вә Пәрвәрдигарниң шан-шәриви өйниң босуғиси үстидин чиқип, керублар үстидә турди; 19 Керублар қанатлирини керип, көз алдимда йәрдин көтирилди; улар өйдин чиққанда, чақларму уларниң йенида еди; улар Пәрвәрдигарниң өйиниң шәрқий дәрвазисида туратти; Исраилниң Худасиниң шан-шәриви уларниң үстидә жуқури туратти.
20 Булар болса дәл мән Кевар дәрияси бойида көргән, Исраил Худасиниң астида турған мәхлуқлар еди; уларниң керублар екәнлигини билдим. ◘ 21 Уларниң һәр бириниң төрттин йүзи, һәр бириниң төрттин қанити, қанатлири астида инсан қоли сияқидики қоллири бар еди. ◘ 22 Уларниң йүзлириниң қияпити болса, улар мән Кевар дәрияси бойида көргән йүзләр еди; уларниң турқи вә йүзлири мән көргәнгә охшаш еди; уларниң һәр бири өз удулиға қарап маңатти.
 
 
◼ 10:3 «шан-шәрәплик булут өйниң ички һойлисини толдурди» — «шан-шәрәплик булут», 1:4ни көрүң. ◘ 10:9 Әз. 1:16 ◼ 10:14 «һәр бир керубниң төрт йүзи бар еди; биринчиси керубниң йүзи...» — 1:10-айәттә, «керубниң йүзи»ниң орнида, «буқиниң йүзи» көрүниду. Шуңа мүмкинчилиги барки, «керуб»лар өзи буқиниң қияпитидә көрүниду. ◘ 10:16 Әз. 1:19 ◘ 10:17 Әз. 1:20 ◘ 10:20 Әз. 1:3 ◘ 10:21 Әз. 1:6, 8; 10:8, 14