9
Йәттә җазани беҗа кәлтүргүчиләр
У қулиқимға күчлүк бир авазда товлап: — Йеқин келиңлар, шәһәргә мәсъул болғучилар, һәр бириңлар өз һалакәт қуралиңларни қолуңларға тутуңлар, — деди.
Вә мана, алтә кишиниң ибадәтханиниң шималиға қарайдиған «Жуқири дәрваза» тәрәптин келиватқинини көрдүм. Һәр бириси қолида битчит қилғучи қуралини тутқан; уларниң оттурисида йениға пүтүкчиниң сияһдени есиқлиқ турған, канап кийимләрни кийгән бириси бар еди; вә улар ибадәтханиға кирип, мис қурбангаһниң йенида турди. Шу чағда Исраилниң Худасиниң шан-шәриви әсли турған керубтин көтирилип өйниң босуғисида турди. Пәрвәрдигар йениға пүтүкчиниң сияһдени есиқлиқ турған, канап кийимләрни кийгән кишини чақирип униңға: —
Шәһәрниң оттурисидин, йәни Йерусалимниң оттурисидин өтүп, шәһәр ичидә өткүзүлгән барлиқ жиркиничлик ишлар түпәйлидин аһ-надамәт чәккән кишиләрниң пешанлиригә бир бәлгү салғин, — деди.
Вә маңа аңлитип башқа кишиләргә: — Бу кишиниң кәйнидин шәһәрни кезип, адәмләрни қириңлар; көзүңлар рәһим қилмисун, уларға ичиңларни ағритмаңлар! Бирниму қоймай һәммини — қерилар, яш жигит-қизлар, бовақ-балилар вә аялларни қоймай өлтүрүветиңлар; пәқәт бәлгү қоюлған кишиләргә йеқинлашмаңлар; бу ишни өз муқәддәс җайимдин башлаңлар, — деди.
Шуңа улар Худаниң өйи алдида турған һелиқи ақсақаллардин башлиған. Вә У уларға: — Өйни булғаңлар, һойлилирини өлтүрүлгәнләр билән толдуруңлар; әнди бериңлар! — деди. Шуниң билән улар чиқип шәһәр бойичә адәмләрни қиришқа башлиди.
Вә шундақ болдики, улар адәмләрни қирғинида, мән ялғуз қалдим; өзүмни йәргә дүм ташлидим вә: — Аһ, Рәб Пәрвәрдигар! Сән Йерусалимға қаритилған қәһриңни төккәндә Исраилниң барлиқ қалдисини һалак қиламсән? — дедим.
Вә У маңа: — Исраил вә Йәһуда җәмәтиниң қәбиһлиги интайин рәзил; чүнки улар: «Пәрвәрдигар зиминни ташлап кәтти; Пәрвәрдигар бизни көрмәйду» — дәйду. 10 «Мән болсам, Мениң көзүм уларға рәһим қилмайду, ичимниму уларға ағритмаймән; Мән уларниң йолини өз бешиға чүшүримән, — деди.
11 Вә мана, йениға пүтүкчиниң сияһденини асқан, канап кийимләрни кийгән киши қилған ишни мәлум қилип: «Маңа Сән буйруған ишни орундидим» — деди.
 
 
9:2 «һәр бириси қолида битчит қилғучи қуралини тутқан...» — яки «һәр бириси қолида җәң тоқмиқини тутқан...». 9:3 «Исраилниң Худасиниң шан-шәриви әсли турған керубтин көтирилип өйниң босуғисида турди» — «төрт мәхлуқ» болса «керуб»лардин ибарәттур (10-бапни көрүң). Бирақ мошу йәрдә ейтилған «керублар» бәлким муқәддәс ибадәтханидики «әң муқәддәс җай»да қоюлған икки «алтун керуб» шәклини көрситиду. Худаниң йоруқлуқ шан-шәриви шу йәрдә («әң муқәддәс җай»да, қелин бир пәрдә кәйнидә) Сулайман ибадәтханини қурғандин бери туруп кәлгән еди. Һазир Әзакиял көридуки, у һәм ибадәтханидин һәм Исраилниң өзидин айрилип кетиду. 9:4 «... аһ-надамәт чәккән кишиләрниң пешанлиригә бир бәлгү салғин» — бу «бәлгү» (ибраний тилида «тав» дегән һәрип) қедимки заманларда крест яки чапрас (+) шәклидә еди. 9:8 «Сән Йерусалимға қаритилған қәһриңни төккәндә Исраилниң барлиқ қалдисини һалак қиламсән?» — адәттә «Исраилниң қалдиси» дегән ибарә пүтүн хәлиқ арисида, Худаға садиқ болған Йәһудийларни көрситиду. Бирақ Әзакиял мошу йәрдә (Худаниң 9-10-айәттә болған җававиға қариғанда) бәлким Йәһудани көрситиду; «шималий падишалиқ», йәнә Исраилниң он икки қәбилисидин они Асурийә империйәси тәрипидин балдур мунқәриз қилинип сүргүн болди, пәқәт икки қәбилә, йәни «Йәһуда вә Бинямин» (җәнубий падишалиқ) қалди. 9:10 Әз. 5:11; 7:4; 8:18