6
1 Балилар, Рәбдә ата-анилириңларға итаәт қилиңлар; чүнки бу дурусдур. ◘ 2 «Атаңни вә анаңни һөрмәтлә» — бу болса өз ичигә вәдини алған биринчи әмирдур — ◼  ◘
3 «Шуниң билән сениң ишлириң қутлуқ болиду, зиминда узун өмүр көрисән» — дәп вәдә қилинған. ◼
4 Силәр атилар, балилириңларни хапа қилмаңлар, бәлки уларни Рәбниң тәрбийиси һәм көрсәтмисидә беқиңлар. ◘
5 Силәр қуллар, әттин болған ғоҗайиниңларға Мәсиһкә итаәт қилғиниңлардәк чин көңлүңлардин әйминиш вә титрәш билән итаәт қилиңлар; ◼  ◘ 6 пәқәт көз алдидила хизмәт қилип, адәмни хуш қилғучи қуллардин болмаңлар, бәлки Мәсиһниң қуллириниң сүпитидә Худаниң ирадисини җан-дил билән беҗа кәлтүрүңлар, 7 адәмләргә әмәс, бәлки Рәбгә чин дилиңлардин хизмәт қилиңлар; 8 шуни билгәнки, һәр қандақ адәм бирәр яхшилиқ қилса, мәйли у қул болсун яки һөр болсун, шу иш Рәбдин униңға яниду.
9 Силәр ғоҗайинлар, қуллириңларғиму охшаш йол билән муамилә қилип, уларға һәйвә қилиштин қол үзүңлар; чүнки уларниңму вә силәрниңму ғоҗайиниңлар әрштидур, Униңда һәр қандақ адәмниң йүз-хатирисини қилиш дегәнниң йоқлуғини билисиләр. ◘
 
10 Ахирда, қериндашлар, Рәбдә вә Униң күч-қудритидә күчләндүрлүңлар; 11 Иблисниң һейлә-нәйрәңлиригә тақабил турушуңлар үчүн Худаниң пүткүл савут-яриғини кийивелиңлар; ◘ 12 чүнки елишидиғинимиз әт вә қан егилири әмәс, бәлки һөкүмранлар, һоқуқдарлар, бу дуниядики қараңғулуқни башқурғучи дунияви әмирләр, йәни әршләрдә туруватқан рәзил роһий күчләрдур. ◘ 13 Мошу вәҗидин өзүңларға Худаниң пүтүн савут-яриқини елип артиңларки, рәзиллик күнидә бәрдашлиқ билән қаттиқ туридиған, ахир һәммә ишни ада қилип, йәрни чиң дәссәп туридиған болисиләр. ◼  ◘ 14-15 Әнди чиң туруңлар — һәқиқәт бәлвеғини белиңларға бағлап, мәйдәңләргә һәққанийлиқ савутини кийип, путуңларға хатирҗәм-енақлиқ хуш хәвирини йәткүзүшкә тәйярлиқ чоруғини кийип, йәрни чиң дәссәп туруңлар. ◘ 16 Бу ишларниң һәммисидә иман-ишәшниң қалқинини қолға елиңлар; униң билән силәр рәзил болғучиниң барлиқ от оқлирини өчүриветәләйдиған болисиләр. ◼ 17 Һәмдә бешиңларға ниҗатниң дубулғисини кийип, Худаниң сөз-каламини, йәни Роһниң қиличини елиңлар; ◼  ◘ 18 һәммә вақит-пәсилдә Роһта һәр хил дуа-тилавәт һәм илтиҗа билән дуа қилиңлар; дәл бу ишта қәтъий һошияр туруп барлиқ муқәддәс бәндиләр үчүн һәр тәрәплимә дуа-илтиҗалар қилиңлар; ◼  ◘ 19 мән үчүнму дуа қилиңларки, — еғиз ачқинимда маңа сөзләр кәлсун, хуш хәвәрниң сирини дадиллиқ билән ашкарә қилай. ◘ 20 Мән дәл шу ишқа зәнҗирләр билән бағланған әлчимән; шуңа қилишқа тегишлигим бойичә, хуш хәвәр йәткүзүштә дадиллиқ билән сөз қилишимға дуа қилиңлар. ◘
21 Әнди мениң тоғрамдики ишлардин, мениң қандақ өтүватқанлиғимдин хәвәрлинишиңлар үчүн, сөйүмлүк қериндаш һәм Рәбдә садиқ хизмәткар болған Тикикус силәргә һәммә ишларни мәлум қилиду. ◘ 22 Мениң уни дәл мошу иш үчүн йениңларға әвәтишим, силәрниң ишлиримиздин хәвәрдар болушиңлар вә униң көңлүңларға тәсәлли вә илһам бериши үчүндур. ◘
23 Қериндашларға хатирҗәмлик, муһәббәт һәм иман-ишәш ХудаАта вә Рәб Әйса Мәсиһтин болғай!
24 Рәб Әйса Мәсиһни өлмәс-чиримас сөйгү билән сөйгүчиләргә меһир-шәпқәт яр болғай!
◘ 6:1 Кол. 3:20. ◼ 6:2 «Атаңни вә анаңни һөрмәтлә» — «Мис.» 20:12. ◘ 6:2 Мис. 20:12; Қан. 5:16; 27:16; Мат. 15:4; Мар. 7:10. ◼ 6:3 «Шуниң билән сениң ишлириң қутлуқ болиду, зиминда узун өмүр көрисән» — «Мис.» 20:12, «Қан.» 5:16. ◘ 6:4 Қан. 6:7,20; Зәб. 77:4; Пәнд. 19:8; 29:17. ◼ 6:5 «Силәр қуллар, әттин болған ғоҗайиниңларға Мәсиһкә итаәт қилғиниңлардәк чин көңлүңлардин әйминиш вә титрәш билән итаәт қилиңлар» — һәммимизниң «әйминиш вә титрәш» позитсийиси билән Худа үчүн хизмәт қилишимизға тоғра келиду. «Әйминиш вә титрәш» инсанниң алдида әмәс, Худаниң алдида болуши керәк, әлвәттә. ◘ 6:5 Кол. 3:22; 1Тим. 6:1; Тит. 2:9; 1Пет. 2:18. ◘ 6:9 Қан. 10:17; 2Тар. 19:7; Аюп 34:19; Рос. 10:34; Рим. 2:11; Гал. 2:6; Кол. 3:25; 4:1; 1Пет. 1:17. ◘ 6:11 Кол. 3:12; 1Тес. 5:8. ◘ 6:12 Әф. 2:2. ◼ 6:13 «рәзиллик күнидә бәрдашлиқ билән қаттиқ туридиған, ахир һәммә ишни ада қилип, йәрни чиң дәссәп туридиған болисиләр» — «рәзиллик күни» бәлким рәзиллик үстүнлүкни егиләйдиған күн, Шәйтанниң күчи зор намайән қилинидиған күнни көрситиду. Йәнә келип у «һазирқи заман»ниң өзини көрситиши мүмкин. Ахир берип «Мәсиһниң күни» «рәзиллик күни»ни түгәштүриду. ◘ 6:13 2Кор. 10:4. ◘ 6:14-15 Йәш. 59:17; Луқа 12:35; 2Кор. 6:7; 1Пет. 1:13. ◼ 6:16 «...Бу ишларниң һәммисидә иман-ишәшниң қалқинини қолға елиңлар» — яки «...Һәммидин муһими иман-ишәшниң қалқинини қолға елиңлар» яки «Буларниң һәммисиниң үстигә, иман-ишәшниң қалқинини қолға елиңлар». ◼ 6:17 «Худаниң сөз-каламини, йәни Роһниң қиличини елиңлар» — «Роһ» — Худаниң Роһи, Муқәддәс Роһ. ◘ 6:17 Йәш. 59:17; 1Тес. 5:8; Ибр. 4:12; Вәһ. 2:16. ◼ 6:18 «һәммә вақит-пәсилдә роһта һәр хил дуа-тилавәт һәм илтиҗа билән дуа қилиңлар» — «Роһ» — Худаниң Роһи, Муқәддәс Роһ. ◘ 6:18 Луқа 18:1; Рим. 12:12; Кол. 4:2; 1Тес. 5:17. ◘ 6:19 Рос. 4:29; 2Тес. 3:1. ◘ 6:20 2Кор. 5:20. ◘ 6:21 Рос. 20:4; Кол. 4:7; Тит. 3:12. ◘ 6:22 2Тим. 4:12.