Филиппилиқларға
1
Расул Павлус Филиппи шәһиридики җамаәткә язған мәктуп
1 Әйса Мәсиһниң қуллири болған Павлус вә Тимотийдин, Филиппида туруватқан, Мәсиһ Әйсада болған барлиқ муқәддәс бәндиләргә, йетәкчиләр вә хизмәтчиләргә салам!
2 Силәргә ХудаАтимиз вә Рәб Әйса Мәсиһтин меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик ата қилинғай!
3 һәр қетим силәрни әслигинимдә мән Худайимға тәшәккүр ейтимән,
4-5 һәр қетим дуа қилғинимда, силәрниң биринчи күнидин тартип бүгүнгә қәдәр хуш хәвәр хизмитигә болған һәмкарлиғиңлар түпәйлидин тохтимай шат-хурамлиқ билән силәргә дуа-тилавәт қиливатимән;
6 чүнки мениң дәл шуниңға ишәшим камилки, силәрдә яхши ишни Башлиғучи бу ишни таки Әйса Мәсиһниң күнигичә камаләткә йәткүзүп тамамлайду;
7 мениң һәммиңлар тоғрилиқ шундақ ойлишим тоғридур; чүнки мән қәлбиңлардидурмән; мән зинданда зәнҗирләнгинимдиму вә хуш хәвәрни ақлиғинимдиму, дәлиллигинимдиму Худа маңа йәткүзгән меһри-шәпқәттин силәрму ортақ бәһримән болисиләр.
8 Мениң Мәсиһ Әйсаниң ич-бағрида болуп силәрни шунчилик тәлпүнүп сеғинғанлиғимға Худа Өзи гувачидур.
9 Мениң дуа-тилавитим болса, силәрниң муһәббитиңларниң һәртәрәплимә билим вә әтраплиқ сават билән йорутулуп техиму ешип ташқайки,
10 силәр немә ишларниң әвзәл екәнлигини пәриқ етәләйдиған болуп, Мәсиһниң күнидә пак-диянәтлик, әйипсиз болисиләр
11 һәмдә Әйса Мәсиһ арқилиқ болған, Худаниң шан-шәриви һәм мәдһийисини елип келидиған һәққанийлиқниң мевиси билән толдурулисиләр.
12 Бирақ силәргә шуни хәвәрләндүрмәкчимәнки, и қериндашлар, мениң бу әһвалим әмәлийәттә хуш хәвәрниң техиму кәң тарқилиши үчүн түрткә болди;
13 Чүнки мениң қамилишим Мәсиһ үчүн екәнлиги император ордисидики қаравулханидикиләргә вә башқа һәммәйләнгә аян болди.
14 Шуниң билән қериндашларниң көпинчиси мениң қамилишим түпәйлидин Рәбгә тайинип Худаниң сөз-каламини қорқмай сөзләшкә техиму җүръәтлик болди;
15 дәрвәқә, бәзилири һәсәт қилип яки риқабәтлишип, бәзилири ақ көңүллүк билән Мәсиһни җакалайду;
16 кейинкилири болса бәрһәқ муһәббәттин, мениң хуш хәвәрни ақлап испатлишим үчүн мошу йәргә қоюлғанлиғимни билгәнлигидин шундақ қилмақта;
17 Алдинқилири болса чин көңлидин әмәс, бәлки шәхсийәтчилигидин, мениң зәнҗирләнгән дәрдимгә дәрд қошмақчи болуп шундақ қилмақта.
18 Әнди буларға немә дегүлүк? Қандақла болмисун, тоғра нийәттин болсун сахтилиқтин болсун, охшашла Мәсиһ җакалиниду; мән шуниңға шатлинимән; бәрһәқ, давамлиқ шатлиниверимән.
19 Чүнки дуалириңлар вә Мәсиһ Әйсаниң Роһиниң қувәтлиши арқилиқ бу ишлар ниҗат-қутқузулушумға мәдәт болиду дәп билимән,
20 — демәк, тәқәззалиғим вә үмүт-истиким бойичә һеч ишта хиҗаләтчиликтә қалмастин, тирик яки өлүк болай, һәрдайим болғинидәк һазирму толуқ җасарәт билән Мәсиһ тенимдә улуқлансун!
21 Чүнки маңа нисбәтән һаятимниң өзи Мәсиһдур, өлүш болса техиму пайдилиқтур.
22 Җеним тенимдә қалса, әнди несивәм йәнә мевилик хизмәт болиду; лекин қайсисини әвзәл билип талливелишимни билмәйватимән;
23 мән һаят билән мамат оттурисида қисилип қалдим; чүнки бу дуниядин айрилип, Мәсиһ билән биллә болушқа интизармән — бу иш зиядә әвзәлдур;
24 амма силәр үчүн җенимниң тенимдә қелиши техиму зөрүрғу дәймән.
25 Әнди буниңға ишәшим камил болуп, силәрниң етиқатта алға илгирилишиңлар һәм шат-хурам болушуңлар үчүн мән силәр билән биллә қелип давамлиқ туримән дәп билимән;
26 шуниң билән мениң силәргә йәнә һәмраһ болғиним вәҗидин мән арқилиқ Мәсиһ Әйсада пәхирлинип тәнтәнә қилишиңлар техиму зиядилишиду!
27 Пәқәт өзүңларни Мәсиһниң хуш хәвиригә лайиқ тутуңларки, мән йениңларға берип силәр билән дидарлашқандиму, силәрдин айрилғандиму, ишлириңлардин аңлайдиғиним силәрниң бир роһ бир җанда болуп чиң дәссәп туруп, хуш хәвәрдики етиқатниң йолида күрәшкә интиливатқиниңлар,
28 шундақла қарши чиққучиларниң һеч қандақ вәһимилиридин патипарақ болуп кәтмигиниңлар болсун; силәрдики бу ғәйрәт, уларға һалакәтниң бәлгүси, силәргә болса қутқузулушуңларниң аламити, шуниңдәк алайитән Худадин кәлгән бир аламәттур;
29 Чүнки Мәсиһниң йолида силәргә пәқәт Униңға ишинишнила әмәс, йәнә Униң үчүн хорлуққа учрашму несивә қилинғандур.
30 Чүнки силәр илгири мәндә көргиниңлардәк вә шуниңдәк һазир аңлиғиниңлардәк мән йолуққан күрәшкә силәрму йолуқмақтисиләр.