34
Пәрвәрдигарниң күни •••• Едомниң җазалинишлири
Йеқин келиңлар, и әлләр, аңлаңлар!
И қовм-хәлиқләр, қулақ селиңлар!
Йәр-зимин вә униңдики барлиқ мәвҗудатлар,
Җими аләм вә униң ичидин чиққан һәммә мәвҗудатлар,
Тиңшаңлар!
Чүнки Пәрвәрдигарниң барлиқ әлләргә қарита ғәзиви бар,
Униң дәрғәзиви уларниң барлиқ қошунлириға қарши туриду;
У уларни һалакәткә пүтүп қойған,
Уларни қирғинчилиққа тапшурувәткән;
Улардин өлтүрүлгәнләр сиртқа ташливетилиду,
Җәсәтлиридин сесиқчилиқ пурайду,
Тағлар уларниң қени билән еритилиду;
Асманлардики җимики җисим-қошунлар чирип йоқ болиду,
Асманлар йөгимә китапдәк түрүлиду;
Үзүм телиниң йопурмақлири хазан болуп, солишип чүшкәндәк,
Йигләп кәткән әнҗир шехидин чүшкәндәк,
Уларниң җимики җисим-қошунлири жиқилиду;
Чүнки шәмширим асманларда қан билән суғурулди;
Қараңлар, шәмширим Мениң һалакәт ләнитимгә учриған хәлиққә,
Йәни Едом үстигә җазалаш үчүн чүшиду;
Пәрвәрдигарниң бир шәмшири бар;
У қанға боялди;
У яғлиқ нәрсиләрниң йеғи билән,
Өчкә-қозиларниң қени билән,
Қочқар бөригиниң йеғи билән озуқландурулған;
Чүнки Пәрвәрдигарниң Бозраһ шәһиридә бир қурбанлиғи,
Едомда зор бир қирғинчилиғи бар.  
Мошу қирғинчилиқлар билән явайи калилар,
Топақлар вә күчлүк буқиларму жиқилиду.
Уларниң зимини қанға чөмүлиду,
Топа-чаңлири яғ билән майлишип кетиду.
Чүнки Пәрвәрдигарниң қисас алидиған бир күни,
Зион дәвасидики һесап алидиған жили бар.
Едомдики еқинлар қаримайға,
Униң топилири гуңгутқа айландурулиду;
Зимини болса көйүватқан қаримай болиду.
10 Униң оти кечә-күндүз өчүрүлмәйду;
Ис-түтәклири мәңгүгә өрләйду;
У дәвирдин-дәвиргичә харабиликтә туриду;
Һеч ким иккинчи у йәргә аяқ басмайду.
11 Чөл һувқуши вә чирқириғучи һувқушлар уни егиливалиду;
Чоң һувқуш вә қарға-қузғунлар шу йәрдә угилайду;
Худа униңға «тәртипсизлик-бимәниликни өлчәйдиған тана»ни,
Вә «қуп-қуруқлуқни өлчәйдиған тик өлчигүч»ни тартиду.  
12 Бириси келип Едомниң есилзадилирини падишалиғини идарә қилишқа чақирса,
Улардин һеч ким болмайду;
Униң әмирлири йоқ қиливетилгән болиду.
13 Ордилирида тикәнләр,
Қәлъә-қорғанлирида чаққақ-җиғанлар өсүп чиқиду;
У чилбөриләрниң макани,
«Һувқушларниң ордиси» болиду.
14 Шу йәрдә чөл-баявандики җаниварлар, явайи иштлар җәм болиду;
Һәр бир «өшкә җин» өз қериндишиға товлайду;
Түн мәхлуқлири шу йәрдә маканлишиду,
Уни өзигә арамгаһ қилип туриду.
15 «Оқ илан» шу йәрдә угилайду,
Униң сайисидә тухумлайду,
Балилирини жиғип бақиду.
Қорултаз-тапқушлар һәр бири өз җүпи билән шу йәрдә топлиниду;
16 Пәрвәрдигарниң йөгимә китавидин издәп оқуп баққин;
Улардин һеч бири чүшүп қалмайду;
Һеч қайсисиниң өз җориси кам болмайду;
Чүнки Өзиниң ағзи уларға буйруған;
Униң Өз Роһи уларни топлиған.
17 Чүнки Пәрвәрдигар Өзи улар үчүн чәк ташлап,
Өз қоли билән зиминға тана тартип уларға тәқсим қилип бәргән;
Улар униңға мәңгүгә егидарлиқ қилиду,
Дәвирдин-дәвиргичә шу йәрни макан қилиду.
 
 
34:4 Вәһ. 6:13, 14 34:5 «... Шәмширим асманларда қан билән суғурулди; қараңлар, шәмширим Мениң һалакәт ләнитимгә учриған хәлиққә, йәни Едом үстигә җазалаш үчүн чүшиду;» — бу айәткә қариғанда, Худаниң ахирқи замандики җазалашлири асманда башлинип, кейин йәр йүзигә чүшиду. 1-8-айәтләргә қариғанда, шу чағда нурғун әл-жутлар Едомда жиғилип Исраилға һуҗум қилмақчи болиду; бирақ Худа уларни йоқитиду. Едом дегән жутниң өзи Исраилға көп жил қилған рәһимсиз зиянкәшлиги түпәйлидин Худаниң ләнитигә учрайду. 34:6 «У (Пәрвәрдигарниң шәмшири) яғлиқ нәрсиләрниң йеғи билән, өчкә-қозиларниң қени билән, қочқар бөригиниң йеғи билән озуқландурулған» — мошулар (өчкә-қозиларниң қени... бөрәк йеғи қатарлиқлар)ниң һәммиси қурбанлиқларниң муһим бөләклири болиду. «Пәрвәрдигарниң Бозраһ шәһиридә бир қурбанлиғи... бар» — Бозраһ шәһири Едомниң пайтәхти (һазир «Петра» дейилиду). Хәритиләрни көрүң. 34:6 Йәш. 63:1, 2 34:7 «күчлүк буқилар» — ибраний тилида «күчлүкләр» дейилиду. «Явайи калилар», «топақлар», «күчлүк буқилар» мошу йәрдә «күчлүк, һоқуқлуқ бәгләр»ниму көрсәтсә керәк. 34:8 «Зион дәваси» — мошу «дәва»ниң узун жиллиқ тарихи бар. Көп кишиләр «Немишкә Худа Исраилға алаһидә муамилә қилиду?» дәп қақшап, Йәһудийларға зиянкәшлик қилип кәлгән. Йәһудийларниң өзлири Худаға көп қетим асийлиқ қилғини билән қандақла болмисун, Худаниң Ибраһимға бәргән вәдисигә асасән У уларни «Өз хәлқим» дәп қарайду. Бу Худаниң таллишидур; башқилар Униң билән Исраил тоғрилиқ дәвалашмақчи болса өзи яман ақивәтни көриду. Гитлер гәвдилик бир мисалидур. 34:10 Вәһ. 14:11; 19:3 34:11 «Чөл һувқуши ... чирқириғучи һувқушлар ...чоң һувқуш.. » — мошу айәттики қуш-һайванларниң немә екәнлигини топ-тоғра дейиш тәс. 34:11 Йәш. 13:21,22; Зәф. 2:14; Вәһ. 18:2 34:12 «Бириси келип Едомниң есилзадилирини падишалиғини идарә қилишқа чақирса, улардин һеч ким болмайду...» — буниң башқа тәрҗимилири бар, бирақ асасий мәнаси: — «Едомдики падишалиқни башқуруш үчүн адәм йоқ»тур. Едомда һеч ким, һәтта әң жуқури тәбиқидикиләрму қалмайду. 34:14 «Түн мәхлуқлири шу йәрдә маканлишиду» — яки: «Түн (кечә) алвастиси шу йәрдә маканлишиду». 34:15 «Оқ илан» — буниңму қайси һайван екәнлиги ениқ әмәс. 34:16 «Пәрвәрдигарниң йөгимә китави» — жуқурида Йәшая Худаниң пәрмани билән өзи язған материялларни жиғип Тәврат-қанунлири билән сақлитип қойған (8-бапни көрүң). Кейин у йәнә «йөгимә китап»ни тилға алди (29-бапни көрүң). «Пәрвәрдигарниң йөгимә китави» бәлким Йәшаяниң өзи язған материяллири вә Муса, Йәшуа, Самуил, Давут қатарлиқ пәйғәмбәрләр хатириливалған барлиқ материялларни көрситиду. Мошу материяллар «Муқәддәс Китап»ниң башлинишлири болуши керәк; «Пәрвәрдигарниң китави»да һеч нәрсә кам әмәс, бизгә керәк болған һәммә тәпсилатлар бар, униңда һәтта қуш-һайванларниң хәвириму бар, дегәнликтур. Худаниң қуш-һайванларға тәпсилий һалда мирас қилған тәқсимати хатириләнгән йәрдә, Өзиниң мөмин бәндилири үчүн беғишлимақчи болған мираслар Муқәддәс Китапта техиму ениқ хатириләклик болмамду? «Муқәддәс Китап»тин издәп оқуп беқиң»! «Өзиниң ағзи уларға буйруған» — Худаниң ағзи буйруған, әлвәттә.