35
Худаниң чөл-баяванни гүлләндүрүши, •••• шундақла Өз мөмин-бәндилири үчүн ачқан йоли
1 — Дала һәм қағҗирап кәткән җайлар улар үчүн хошал болиду;
Чөл-баяван шатлинип зәпирандәк чечәкләйду;
2 У бәрқ уруп чечәкләйду,
Шатлиққа шатлиқ қошулуп тәнтәнә қилиду;
Ливанниң шан-шәриви,
Кармәл вә Шарондики гөзәллик вә сүр униңға берилиду;
Улар Пәрвәрдигарниң шан-шәривини,
Худайимизниң гөзәллиги вә һәйвитини көриду.
3 Аҗиз қолларни күчләндүрүңлар,
Егилип маңидиған тизларни чиңитиңлар,
4 Жүриги аққанларға: — «Чиң туруңлар! Қорқмаңлар!
Мана, Худайиңларға қарап беқиңлар;
Қисас келиду — Худаниң һесап елиш күни келиду!
У Өзи келиду, силәрни қутқузиду!» — дәң!
5 Андин қариғуниң көзи ечилиду,
Гасниң қулақлири очуқ қилиниду,
6 Андин ақсақ-токурлар кейиктәк ойнақлап сәкрәйду;
Гачиниң тили нахша ейтиду;
Чүнки далада сулар,
Чөл-баяванларда дәрия-еқинлар урғуп ташиду;
7 Пижғирин чөл-җәзирә көлчәккә,
Чаңқиған йәрләр булақларға айлиниду;
Чилбөриләрниң макани — улар ятқан җай,
Қомуш вә йекәнләр өсүп, чимәнликкә айлиниду.
8 Шу йәрдә егиз көтирилгән бир йол,
Түптүз бир йол болиду;
У «пак-муқәддәсликниң йоли» дәп атилиду;
Напаклар униңдин өтүшкә болмайду,
Шу йол мәхсус шулар үчүн бекитилип ясалғанки, —
Һәтта наданларму униңда езип кәтмәйду;
9 Шу йәрдә шир болмайду,
Униң үстигә һеч житқуч һайван чиқмайду;
(Улар шу йәрдә һеч тепилмайду)
— Ниҗат арқилиқ һөрлүккә чиққанлар шу йәрдә маңиду!
10 Пәрвәрдигарниң бәдәл төләп қутқузғанлири қайтип келиду,
Күйләрни ейтип Зионға йетип келиду;
Уларниң башлириға мәңгүлүк шат-хурамлиқ қониду;
Улар хошаллиқ вә шатлиққа чөмгән болиду;
Қайғу-һәсрәт һәм уһ-надамәтләр бәдәр қачиду.