4
Давами
1 Шу күни йәттә аял бир әрни тутувелип, униңдин: — «Биз өз ненимизни йәймиз, өз кийим-кечәклиримизни кийимиз; пәқәт бизни рәсвалиқтин халас қилиш үчүн, бизни намиңизға тәвә қилишиңизни өтүнимиз!» — дәйду.
2 Шу күни «Пәрвәрдигарниң шехи» униң гөзәллиги һәм шәривини көрсәткүчи болиду,
Зимин бәргән мевә болса,
Қечип қутулған Исраилдикиләргә шөһрәт вә гөзәллик кәлтүриду.
3 Һәм шундақ иш болидуки,
Зионда қалғанлар, Йерусалимда тохтитилғанлар,
Йәни Йерусалимда һаят дәп тизимланғанларниң һәммиси пак-муқәддәс дәп атилиду.
4 Шу чағда Рәб адаләт жүргүзгүчи роһ һәм көйдүргүчи роһ билән,
Зион қизлириниң пасиқлиғини жуюп,
Йерусалимниң қан дағлирини тазилайду.
5 Шу чағда Пәрвәрдигар күндүздә Зион теғидики һәр бир өй,
Шундақла барлиқ ибадәт сорунларниң үстигә ис-түтәк вә булут,
Кәчтә болса от ялқуниниң җуласини яритиду;
Чүнки шан-шәрәпниң үстидә сайивән бар болиду.
6 Шу күни, күндүздә томуз иссиққа сайә қилидиған,
Хәтәрдин панаһлинидиған, боран-ямғурларға далда болидиған бир сайивәнлик кәпә болиду».