5
Үзүмзар нахшиси
1 Мән өз сөйгән яримға,
Мениң сөйүмлүгүм үчүн өз үзүмзари тоғрилиқ бир күй ейтип берәй;
Сөйүмлүгүмниң мунбәт бир дөң үстидә үзүмзари бар еди; ◼
2 У һәммә йерини колап ташларни елип ташлиди,
Әң есил үзүм тели тикти;
У үзүмзар оттурисиға күзитиш мунари салди,
Үзүмзар ичидиму шарап көлчиги қазди,
Андин үзүмдин яхши һосул күтти;
Бирақ буниң орниға, үзүмзар аччиқ үзүмләрнила бәрди. ◼
3 Қени, и Йерусалимдикиләр вә Йәһуданиң адәмлири,
Мән билән үзүмзаримниң оттурисидин һөкүм чиқириңлар!
4 Мениң үзүмзаримда қилғидәк йәнә немә ишим қалди?
Яхши үзүмләрни күткинимдә,
Немишкә пәқәт аччиқ үзүмнила чиқирип бәрди? ◘
5 Әнди һазир Өз үзүмзаримни немә қилидиғинимни силәргә ейтип берәй: —
Униң читлақлирини елип ташлаймән, у жутуветилиду;
Униң тамлирини чеқип ғулитимән, у чәйлиниду. ◼  ◘
6 Мән уни чөллүккә айландуримән;
Һеч ким уни чатап-путап, пәрвиш қилмайду;
Җиғанлар вә тикәнләр униңда өсүп чиқиду;
Булутларға униң үстигә һеч ямғур яғдурмаңлар дәп буйруймән.
7 Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң үзүмзари — Исраил җәмәти,
Униң хошаллиғи болған өсүмлүк болса — Йәһудадикиләрдур;
У адаләт мевисини күткән,
Бирақ мана әнди зулум көрди;
Һәққанийлиқни күткән,
Бирақ мана әнди налә-пәряд болди! ◼  ◘
8 Хәқләргә һеч орун қалдурмай өйни-өйгә, етизни-етизға улиғанларға вай!
Өзүңларни ялғуз зиминда қалдурмақчимусиләр? ◘
9 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мениң қулиқимға мундақ деди: —
«Көплигән өйләр,
Дәрвәқә һәйвәтлик, һәшәмәтлик өйләр адәмзатсиз, харап болиду.
10 Бәрһәқ, қириқ молуқ үзүмзар пәқәт алтә күп шарап бериду,
Оттуз күрә дан болса пәқәт үч күрә һосул бериду. ◼
11 Мәй ичишкә алдирап таң атқанда орнидин турғанларға,
Қараңғу чүшишигә қаримай, шараптин кәйп болғичә бесип олтарғанларға вай! ◘
12 Уларниң зияпәтлиридә чилтар вә лира, тәмбур вә нәй, шарапму бар;
Бирақ улар Пәрвәрдигарниң қилғанлириға вә қол ишлириға һеч етивар қилмайду. ◼
13 Шу сәвәптин өз хәлқим билимдин хәвәрсиз болғанлиғи түпәйлидин сүргүн болуп кетиду;
Есилзадилири ечирқишип,
Пухралири уссузлуқтин қуруп кетиду. ◘
14 Шуңа тәһтисара нәпсини йоғинитип,
Ағзини һаң ачиду;
Уларниң шөһрәтлири, топ-топ адәмлири, қиқас-сүрән көтәргүчилири вә нәғмә ойниғучилири бирақла ичигә чүшүп кетиду. ◼
15 Пухралар егилдүрүлиду,
Мөтивәрләрму төвән қилиниду,
Тәкәббурларниң көзлири йәргә қаритилиду;
16 Бирақ самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар адаләт жүргүзгинидә үстүн дәп мәдһийилиниду,
Пак-муқәддәс болғучи Тәңри һәққанийлиғидин пак-муқәддәс дәп билиниду.
17 Шу чағда қозилар өз яйлақлирида турғандәк отлайду,
Мусапирларму байларниң вәйранә өйлиридә озуқлиниду. ◼  ◘
18 Қәбиһликни алдамчилиқниң жиплири билән,
Гунани һарву арғамчиси билән тартқанларға вай! ◼
19 Йәни: «Худа алдирисун!
Ишлирини Өзи иштикрәк ада қилсун,
Шуниң билән биз уни көрәләймиз!
«Исраилдики Муқәддәс Болғучи»ниң нийәт қилғини йеқинлишип ишқа ашурулғай,
Биз уни биливалайли!» — дегәнләргә вай! ◼
20 Яманни яхши, яхшини яман дегүчиләргә,
Қараңғулуқни нурниң, нурни қараңғулуқниң орниға қойғучиларға,
Аччиқни татлиқниң, татлиқни аччиқниң орниға қойғучиларға вай!
21 Өзлирини дана дәп чағлиғанларға,
Өз нәзиридә өзлирини әқиллиқ дәп қариғанларға вай! ◘
22 Шарап ичишкә батур болғанларға,
Һарақни әбҗәш қилишта қәһриман болғанларға, ◼
23 Йәни пара үчүн рәзилләрни ақлап,
Шуниң билән һәққанийларниң адалитини рәт қилғучиларға вай! ◘
24 Шуңа, от ялқунлири саманларни жутувәткәндәк,
Ялқунларда мәңгәнләр солишип йоқалғандәк,
Уларниң йилтизлири чирип кетиду,
Гүл-чечәклири чаң-тозаңдәк тозуп кетиду;
Чүнки улар самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң йолйоруқ-қанунини чәткә қаққан,
Исраилдики Муқәддәс Болғучиниң сөз-каламини көзгә илмиған еди. ◘
25 Шуңа Пәрвәрдигарниң ғәзиви Өз хәлқигә қарап қайнайду,
У уларға қарап қолини көтирип, уларни уруп жиқитиду.
Тағлар тәвринип кетиду;
Өлүкләр әхләтләрдәк кочилар оттурисида дога-дога болиду.
Мошундақ ишлар болсиму,
Униң ғәзиви йәнила янмайду,
Созған қоли йәнила қайтурулмай туриду. ◘
26 У жирақтики әлләрни чақирип туғни көтириду,
У йәр йүзиниң чәт яқисидин бир әлни үшқиритип чақириду;
Мана улар тездин алдирап келиду!
27 Улардин һеч бири чарчап кәтмәйду,
Путлишипму кәтмәйду.
Һеч бири үгдимәйду, ухлимайду,
Бағлиған бәлвағлиридин һеч бири бошимайду,
Чоруқлириниң боқучлиридин һеч бири үзүлмәйду;
28 Уларниң оқлири иштик,
Барлиқ оқялириниң киричлири тартилип тәйяр туриду,
Атлириниң туяқлири чақмақ тешидәк болиду,
Җәң һарвулириниң чақлири қуюнтаздәк айлиниду;
29 Уларниң һөкирәшлири ширниңкидәк болиду,
Улар асланлардәк һөкиришиду,
Дәрвәқә, улар овға еришкәндә ғаж-ғуж қилип һөрпийишиду;
Овни қутқузғидәк һеч ким болмай,
Улар уни елип кетиду.
30 Шу күни улар деңизлар һөркүригәндәк овға һөкиришиду;
Әгәр бирәрси йәр-зиминға қариғидәк болса,
Пәқәт қараңғулуқ, дәрд-әләмнила көриду!
Һәр қандақ нур булут-туман тәрипидин ғувалишиду. ◼  ◘
 
 
◼ 5:1 «Мән өз сөйгән яримға... бир күй ейтип берәй» — пәйғәмбәрниң ейтқан «яр»и болса Худадур. «мунбәт бир дөң үстидә...» — ибраний тилида «бир мүңгүз, зәйтун мәйлик оғул үстидә...» ◼ 5:2 «...үзүмзар аччиқ үзүмләрнила бәрди» — мошу йәрдә «аччиқ» ибраний тилидики «сесиқ»ни билдүриду. ◘ 5:4 Йәр. 2:5; Мик. 6:3, 8 ◼ 5:5 «Униң читлақлирини елип ташлаймән, у жутуветилиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: — «Униң читлақлирини елип ташлаймән, у көйдүрүлиду». ◘ 5:5 Зәб. 79:13-14 ◼ 5:7 «мана әнди налә-пәряд болди!» — мошу айәттә вәһий-хәвәрни тәкитләш үчүн ибраний тилида аһаңдаш сөзләр ишлитилиду: «адаләт» — «мишпат», «зулум» — «мишпақ»; «һәққанийлиқ» — «тсәдәқаһ», «налә-пәряд» — «зәдәкаһ». Йәшая пәйғәмбәр һәрдайим мошундақ сөз оюни қилиду. ◘ 5:7 Зәб. 79:9-10 ◘ 5:8 Мик. 2:2 ◼ 5:10 «Бәрһәқ, қириқ молуқ үзүмзар пәқәт алтә күп шарап бериду» — мошу айәттики «қириқ молуқ йәр» ибраний тилида «он қош калилиқ йәр» дегәнлик болуп, он қош кала бир күн ичидә ағдуралайдиған йәр. «алтә күп» — ибраний тилида «бир бат», бәлким 27 литргә тоғра келиду. «оттуз күрә» — бир «күрә» бир кор, йәни 20 литр. «30 күрә» болса ибраний тилида «бир хомир» (300 литр), «3 күрә» ибраний тилида «бир әфаһ» (30 литр). ◘ 5:11 Пәнд. 23:29,30 ◼ 5:12 «лира» — бир хил тарлиқ саз. «Пәрвәрдигарниң қилғанлири...» — бу ибарә бәлким бепаян аләмниң яритилиши вә әҗайиплиқлирини, «қол ишлири» болса бәлким униң Исраилларға көрсәткән ниҗатлиқ мөҗизилирини көздә тутиду. ◘ 5:13 Ам. 6:7 ◼ 5:14 «тәһтисара» — ибраний тилида «шеол» дегән йәр, «йәр астидики сарай» (йәни, «тәкт сарай»), өлгәнләрниң роһлири баридиған, қиямәт күнини күтидиған җайни көрситиду. ◼ 5:17 «қозилар... отлайду,... мусапирлар... озуқлиниду» — демәк, зимин бош, қуруқ болуп кәткәчкә, қойлар һәм ят адәмләр әркинлик билән һәтта байларниң өйлиридин озуқлуқ тапиду. ◘ 5:17 Йәш. 14:30 ◼ 5:18 «Гунани һарву арғамчиси билән тартқанларға вай!» — демәк, улар гуналирини һәтта өз тенидә көтирәлмәйду, кәбиһликлири интайин көп һәм опучуқтур. ◼ 5:19 «Исраилдики Муқәддәс Болғучи» — 1:4дики изаһатни көрүң. ◘ 5:21 Пәнд. 3:7; Рим. 12:16 ◼ 5:22 «Һарақни әбҗәш қилишта қәһриман болғанлар...» — мошулар кинайилик сөз, әлвәттә. ◘ 5:23 Пәнд. 17:15; 24:24 ◘ 5:24 Мис. 15:7; Йәш. 9:18 ◘ 5:25 Йәш. 9:11, 16, 20; 10:4, 6 ◼ 5:30 «...улар деңизлар һөркүригәндәк овға һөкиришиду» — ибраний тилида «...улар деңизлар һөркүригәндәк униңға һөкиришиду». Уларниң овлайдиғини болса Исраилдур. ◘ 5:30 Йәш. 8:22