59
Худаниң сөзиниң давами — Гунаниң өзини тәһлил қилиш
1 — Қараңлар, Пәрвәрдигарниң қоли қутқузалмиғидәк күчсиз болуп қалған әмәс;
Яки Униң қулиқи аңлимиғидәк еғир болуп қалған әмәс;
2 Бирақ силәрниң қәбиһлигиңлар силәрни Худайиңлардин жирақлаштурди,
Гунайиңлар Униң йүзини силәрдин қачуруп Униңға тилигиңларни аңлатқузмиди.
3 Чүнки қоллириңлар қан билән,
Бармақлириңлар қәбиһлик билән миләнгән,
Ләвлириңлар ялған гәп ейтқан,
Тилиңлар калдирлап қеришип сөзлигән;
4 Һәққанийлиқ тәрәптә сөзлигүчи йоқтур,
Һәқиқәт тәрәптә туридиған һөкүм сориғучи йоқтур;
Улар йоқ бир нәрсигә тайинип, алдамчилиқ қилмақта,
Уларниң қосиғидикиси зияндаш,
Уларниң туғуватқини қәбиһлик;
5 Улар чар иланниң тухумлирини төрәлдүриду,
Өмчүкниң торини торлайду,
Ким униң тухумлирини йесә өлиду;
Улардин бири чеқилса зәһәрлик илан чиқиду.
6 Уларниң торлири кийим болалмайду;
Өзлири ишлигәнлири билән өзлирини япалмайду;
Ишлигәнлири болса қәбиһ ишлардур;
Уларниң қолида зораванлиқ туриду;
7 Қәдәмлири яманлиқ тәрәпкә жүгүриду,
Гунасиз қанни төкүшкә алдирайду,
Уларниң ойлири қәбиһлик тоғрисидики ойлардур;
Барғанла йәрдә вәйранчилиқ вә һалакәт тепилиду.
8 Течлиқ-арамлиқ йолини улар һеч тонумайду;
Жүрүшлиридә һеч һәқиқәт-адаләт йоқтур;
Улар йоллирини әгир-тоқай қиливалди;
Ким буларда маңған болса тинич-арамлиқни көрмәйду.
Исраил гунайини иқрар қилиду
9 — Шуңа һәқиқәт-адаләт биздин жирақ туриду;
Һәққанийлиқ йетип бизни чүмкигән әмәс;
Нурни күтимиз, бирақ йәнила қараңғулуқ!
Бирла ғил-пал парлиған йоруқлуқниму күтимиз,
Йәнила зулмәттә маңимиз.
10 Қариғулардәк биз тамни силаштуруп издәймиз,
Көзсиз болғандәк силаштуримиз;
Гугумда турғандәк чүштиму путлишип кетимиз,
Чәт яқиларда өлүкләрдәк жүримиз.
11 Ейиқлардәк нәрә тартимиз,
Пахтәкләрдәк қаттиқ аһ уримиз;
Биз һөкүм-һәқиқәтни күтүп қараймиз, бирақ у йоқ;
Ниҗат-қутулушни күтимиз, бирақ у биздин жирақтур;
12 Чүнки итаәтсизликлиримиз алдиңда көпийип кәтти,
Гуналиримиз бизни әйипләп гувалиқ бериду;
Чүнки итаәтсизликлиримиз һәрдайим биз билән биллидур;
Қәбиһликлиримиз болса, бизгә рошәндур: —
13 Чүнки Пәрвәрдигарға итаәтсизлик қилмақтимиз, вапасизлиқ қилмақтимиз,
Униңдин йүз өримәктимиз,
Зулумни һәм асийлиқни тәрғип қилмақтимиз,
Ялған сөзләрни ойдуруп, ич-ичимиздин сөзлимәктимиз;
14 Адаләт-халислиқ болса йолдин йенип кәтти;
Һәққанийлиқ жирақта туриду;
Чүнки һәқиқәт кочида путлишип кетиду;
Дурус-диянәтниңму киргидәк йери йоқтур.
15 Шуниң билән һәқиқәт йоқай дәп қалди;
Өзүмни яманлиқтин нери қилай дегән адәм хәқниң олҗа нишани болуп қалди!
Пәрвәрдигар дуани аңлап ишқа кириду
16 Һәм Пәрвәрдигар көрди;
Һөкүм-һәқиқәтниң йоқлуғи Униң нәзиридә интайин яман билинди.
Вә У амал қилғидәк бирму адәмниң йоқлуғини көрди;
Гунакарларға вәкил болуп дуа қилғучи һеч кимниң йоқлуғини көрүп, азаплинип көңли паракәндә болди.
Шуңа Униң Өз Билиги өзигә ниҗат кәлтүрди;
Униң Өз һәққанийлиғи Өзини қоллап чидамлиқ қилди;
17 У һәққанийлиқни қалқан-савут қилди,
Бешиға ниҗатлиқ дубулғисини кийди;
Қисас либасини кийим қилди,
Муһәббәтлик қизғинлиқни тон қилип кийди.
18 Адәмләрниң қилғанлири бойичә, у уларға қайтуриду;
Рәқиплиригә қәһр чүшүриду,
Дүшмәнлиригә ишлирини қайтуриду,
Чәт араллардикиләргиму у ишлирини қайтуриду.
19 Шуниң билән улар ғәриптә Пәрвәрдигарниң намидин,
Күнчиқишта Униң шан-шәривидин қорқиду;
Дүшмән кәлкүндәк бесип киргинидә,
Әнди Пәрвәрдигарниң Роһи униңға қарши бир туғни көтирип бериду;
20 Шуниң билән Һәмҗәмәт-Қутқузғучи Зионға келиду,
У Яқуп җәмәтидикиләр арисидин итаәтсизликтин йенип товва қилғанларға йеқинлишиду, — дәйду Пәрвәрдигар.
21 Мән болсам, мана, Мениң улар билән болған әһдәм шуки, — дәйду Пәрвәрдигар —
«сениң үстүңгә қонуп турған Мениң Роһум, шундақла Мән сениң ағзиңға қуйған сөз-каламим болса,
Буниңдин башлап әбәдил-әбәткичә өз ағзиңдин, нәслиңниң ағзидин яки нәслиңниң нәслиниң ағзидин һәргиз чүшмәйду! — дәйду Пәрвәрдигар.