60
Қутқузулған Зионниң парлақ келәчики
1 — Орнуңдин тур, нур чач! Чүнки нуруң йетип кәлди,
Пәрвәрдигарниң шан-шәриви үстүңдә көтирилди!
2 Чүнки қараңғулуқ йәр-зиминни,
Қап қара зулмәт әл-жутларни басиду;
Бирақ Пәрвәрдигар үстүңдә көтирилиду,
Униң шан-шәриви сениңдә көрүниду;
3 Һәм әлләр нуруң билән,
Падишаһлар сениң көтирилгән йоруқлуғуң билән маңиду.
4 Бешиңни көтәр, әтрапиңға қарап бақ;
Уларниң һәммиси җәм болуп жиғилиду;
Улар йениңға келиду, —
Оғуллириң жирақтин келиду,
Қизлириң янпашларға артилип көтирип келиниду.
5 Шу чағда көрисән,
Көзлириң чақнап кетиду,
Жүрәклириң типчәкләп, ич-ичиңгә патмай қалисән;
Чүнки деңиздики байлиқлар сән тәрәпкә бурулуп келиду,
Әлләрниң мал-дуниялири йениңға келиду.
6 Топ-топ болуп кәткән төгиләр,
Һәм Мидиян һәм Әфаһдики тайлақлар сени қаплайду;
Шебадикиләрниң һәммиси келиду;
Улар алтун һәм хушбуй елип келиду,
Пәрвәрдигарниң мәдһийилирини җакалайду.
7 Кедарниң барлиқ қой падилири йениңға жиғилиду;
Небайотниң қочқарлири хизмитиңдә болиду;
Улар Мениң қобул қилишимға еришип қурбангаһимға чиқирилиду;
Шуниң билән гөзәллик-җулалиғимни аян қилидиған өйүмни гөзәлләштүримән.
8 Кәптәрханилириға қайтип кәлгән кәптәрләрдәк,
Учуп келиватқан булуттәк келиватқан кимду?
9 Чүнки араллар Мени күтиду;
Шулар арисидин оғуллириңни жирақтин елип келишкә,
Өз алтун-күмүчлирини биллә елип келишкә,
Таршиштики кемиләр биринчи болиду.
Улар Худайиң Пәрвәрдигарниң намиға,
Исраилдики Муқәддәс Болғучиниң йениға келиду;
Чүнки У саңа гөзәллик-җулалиқ кәлтүрди.
10 Ят адәмләрниң балилири сепиллириңни қуриду,
Уларниң падишалири хизмитиңдә болиду;
Чүнки ғәзивимдә Мән сени урдум;
Бирақ шапаитим билән саңа рәһим-меһриванлиқ көрсәттим.
11 Дәрвазилириң һәрдайим очуқ туриду;
(Улар кечә-күндүз етилмәйду)
Шундақ қилғанда әлләрниң байлиқлирини саңа елип кәлгили,
Уларниң падишалирини алдиңға йетәкләп кәлгили болиду.
12 Чүнки саңа хизмәттә болушни рәт қилидиған әл яки падишалиқ болса йоқилиду;
Мошундақ әлләр пүтүнләй бәрбат болиду.
13 Мениң муқәддәс җайимни гөзәлләштүрүшкә,
Ливанниң шәриви,
— Арча, қариғай вә боксус дәрәқлириниң һәммиси саңа келиду;
Шундақ қилип айиғим турған йәрни шәрәплик қилимән.
14 Сени харлиғанларниң балилири болса алдиңға егилгиничә келиду;
Сени кәмситкәнләрниң һәммиси айиғиңға баш уриду;
Улар сени «Пәрвәрдигарниң шәһири»,
«Исраилдики Муқәддәс Болғучиниң Зиони» дәп атайду.
15 Сән ташливетилгән һәм нәпрәткә учриғанлиғиң үчүн,
Һеч ким зиминиңдин өтмигән;
Әндиликтә Мән сени мәңгүлүк бир шан-шөһрәт,
Әвлат-әвлатларниң бир хурсәнлиги қилимән.
16 Әлләрниң сүтини емисән,
Падишаһларниң әмчигидин әмгәндәк меһри-шәпқитигә еришсән;
Шуниң билән сән Мән Пәрвәрдигарни өзүңниң Ниҗаткариң һәм Һәмҗәмәт-Қутқузғучиң,
«Яқуптики қудрәт Егиси» дәп билисән.
17 Мисниң орниға алтунни,
Төмүрниң орниға күмүчни әпкелип алмаштуримән;
Яғачниң орниға мисни,
Ташларниң орниға төмүрни әпкелип алмаштуримән;
Сениң һакимлириңни болса тинич-арамлиқ,
Бәглириңни һәққанийлиқ қилимән.
18 Зиминиңда зораванлиқниң һеч садаси болмайду,
Чегаралириң ичидә вәйранчилиқ вә һалакәтму йоқ болиду;
Сән сепиллириңни «ниҗат»,
Дәрвазилириңни «мәдһийә» дәп атайсән.
19 Нә қуяш күндүздә саңа нур болмайду,
Нә айниң җуласи саңа йоруқлуқ бәрмәйду;
Бәлки Пәрвәрдигар сениң мәңгүлүк нуруң болиду,
Сениң Худайиң гөзәл җулалиғиң болиду.
20 Сениң қуяшиң иккинчи патмайду,
Ейиң толунлуғидин янмайду;
Чүнки Пәрвәрдигар сениң мәңгүлүк нуруң болиду,
Һәсрәт-қайғулуқ күнлириңгә хатимә берилиду.
21 Сениң хәлқиңниң һәммиси һәққаний болиду;
Йәр-зиминға мәңгүгә егидарчилиқ қилиду;
Уларниң Мениң гөзәл җулалиғимни аян қилиши үчүн,
Улар Өз қолум билән тиккән майса,
Өз қолум билән ишлигиним болиду.
22 Сәбий бала болса миңға,
Әң кичиги болса улуқ әлгә айлиниду,
Мәнки Пәрвәрдигар буларни өз вақтида тездин әмәлгә ашуримән.