23
Аюп җавап бериду — Ишәш-етиқатниң гуман билән болған күриши
1 Аюп җававән мундақ деди: —
2 «Бүгүнму шикайитим аччиқтур;
Униң мени басқан қоли аһ-зарлиримдинму еғирдур!
3 Аһ, Уни нәдин тапалайдиғанлиғимни билгән болсам еди,
Ундақта Униң олтиридиған җайиға барар едим!
4 Шунда мән Униң алдида дәвайимни баян қилаттим,
Ағзимни муназириләр билән толдураттим,
5 Мән Униң маңа бәрмәкчи болған җававини биләләйттим,
Униң маңа немини демәкчи болғанлиғини чүшинәләйттим.
6 У маңа қарши туруп зор күчи билән мениң билән талишамти?
Яқ! У чоқум маңа қулақ салатти.
7 Униң һозурида һәққаний бир адәм униң билән дәвалишалайтти;
Шундақ болса, мән өз Сотчим алдида мәңгүгичә ақланған болаттим.
8 Әпсус, мән алға қарап маңсамму, лекин У у йәрдә йоқ;
Кәйнимгә янсамму, Униң сайисиниму көрәлмәймән.
9 У сол тәрәптә иш қиливатқанда, мән Уни байқалмаймән;
У оң тәрәптә йошурунғанда, мән Уни көрәлмәймән;
10 Бирақ У мениң маңидиған йолумни билип туриду;
У мени тавлиғандин кейин, алтундәк сап болимән.
11 Мениң путлирим униң қәдәмлиригә чиң әгәшкән;
Униң йолини чиң тутуп, һеч чәтнимидим.
12 Мән йәнә Униң ләвлириниң буйруғидин баш тартмидим;
Мән Униң ағзидики сөзләрни өз көңүлдикилиримдин қиммәтлик билип қәдирләп кәлдим.
13 Бирақ Униң болса бирла муддиаси бардур, кимму Уни йолидин буруялисун?
У көңлидә немини арзу қилған болса, шуни қилиду.
14 Чүнки У маңа немини ирадә қилған болса, шуни бәрһәқ вуҗудқа чиқириду;
Мана мошу хилдики ишлар Униңда йәнә нурғундур.
15 Шуңа мән Униң алдида дәккә-дүккигә чүшимән;
Буларни ойлисамла, мән Униңдин қорқуп кетимән.
16 Чүнки Тәңри көңлүмни аҗиз қилған,
Һәммигә Қадир мени сарасимигә салиду.
17 Һалбуки, мән қараңғулуқ ичидә уҗуқтурулмидим,
Вә яки йүзүмни оривалған зулмәт-қараңғулуққиму һеч сүкүт қилмидим.