24
Мискинлик вә җинайәт
1 — Немишкә Һәммигә Қадир сорақ күнлирини бекитмәйду?
Немишкә Уни тонуғанлар Униң шу күнлирини бекардин-бекар күтиду?
2 Мана, адәмләр пасил қилинған ташларни йөткиветиду;
Улар зораванлиқ билән башқиларниң падилирини булап-талап өзлири очуқ-ашкарә бақиду;
3 Улар житим-йесирларниң ешигини булап һайдап кетиду;
Улар тул хотунниң калисини кепиллик үчүн еливалиду.
4 Улар мискинләрни йолдин нери иштириветиду;
Шуниң билән зиминдики езилгәнләрниң һәммиси мөкүшүвалиду.
5 Мана, улар дәшт-баяванлардики явайи ешәкләрдәк,
Таң сәһәрдә олҗа издәш «хизмити»гә чиқиду;
Җаңгал улар вә уларниң балилири үчүн йемәклик тәминләйду.
6 Улар яманниң калилири үчүн далада от-чөп ориду,
Униң үчүн ашқан-ташқан үзүмлирини терийду;
7 Улар кечини кийимсиз ялаң өткүзиду,
Соғта болса йепинғидәк кийими йоқтур.
8 Улар таққа яққан ямғурлар билән сүзмә болуп кетиду,
Панаһсизлиғидин ташни қучағлишиду.
9 Адәмләр атисиз балиларни әмчәктин булап кетиду,
Улар мискинләрдин бовақларни кепилликкә алиду.
10 Мискинләр болса кийимсиз, йелиң өтиду,
Башқилар үчүн буғдай бағлирини көтәрсиму, йәнила ач қалиду;
11 Улар башқиларниң өйидә зәйтунларни чәйләп яғ чиқарған болсиму,
Һойлилирида шарап көлчигини чәйлигән болсиму,
Йәнила уссузлуқта қалиду.
12 Шәһәрдин адәмләрниң аһ-зарлири чиқип туриду,
Қилич йегәнләрниң җанлири налә-пәряд көтириду;
Бирақ Тәңри һеч кимниң ипласлиғини әйиплимәйду.
13 — Нурға қарши исян көтиридиғанларму бар;
Улар нурниң йоллирини билмәйду,
Униң тәриқилиридә турмайду.
14 Қатил таң нури келиши билән орнидин туруп,
Кәмбәғәлләр вә мискинләрни өлтүриду;
Кечидә у оғридәк жүриду.
15 Зинахорму «Мени һеч көз көрмәйду» дәп завал вақтини күтиду,
Башқилар мени тонумисун дәп аялниң чүмбилини йүзигә тартивалиду.
16 Қараңғулуқта оғрилар өйниң тамлирини колап тешиду;
Күндүздә улар өзлирини өз өйигә қамап қойиду;
Улар нурни тонумайду.
17 Улар үчүн таң сәһәр өлүм сайисидәк туюлиду;
Улар қап-қараңғулуқниң вәһимилирини дост тутиду.
18 Улар суларниң йүзидики көпүкләрдәк йоқап кәтсун!
Уларниң йәр-зиминдики несивиси ләнәт қилинғанки,
Шуңа улардин һеч ким үзүмзарлиққа йәнә маңмисун!
19 Қурғақчилиқ һәм томуз иссиқ қар сулириниму йәп түгитиду;
Тәһтисараму охшашла гуна қилғанларни йәп түгәтсун!
20 Уни, туққан анисиму унтусун!
Қурут шөлгәйлирини еқитип уни йесун!
Әскә һеч елинмисун!
Шуниң билән һәққанийсизлиқ дәрәқтәк кесилсун!
21 У балиси йоқ туғмаслардин олҗа алиду,
У тул хотунларғиму һеч шәпқәт көрсәтмәйду.
22 Бирақ Худа Өз қудрити билән мундақ күч-һоқуқи барларниң күнини узартиду;
Улар һәтта һаятидин үмүтсизләнсиму қайтидин орнидин туриду.
23 Худа йәнила уларни аманлиқта муқимлаштуриду,
Шуңа улар хатирҗәм болиду;
У уларниң йоллирини көздә тутқан әмәсму?
24 Уларниң мәртивиси бирдәмлик өстүрүлиду,
Андин улар йоқ болиду;
Улар оңда қалдурулиду, андин башқа адәмләргә охшашла жиғип елип кетилиду;
Улар пәқәтла пишқан сәрхил буғдай башақлиридәк кесилип кетиду.
25 Бу ишлар мундақ болмиса, қени ким мени ялғанчи дәп испатлалайду.
Мениң гәплиримни ким қуруқ гәп дейәләйду?».