32
Яш жигит Елиху сөз қилиду •••• У Худаниң Роһидин кәлгән тәлим тоғрисида сөзләйду •••• «Һәммигә қадирниң Роһи адәмгә тәлим бериду»
1 Шуниң билән бу үч киши Аюпқа җавап бериштин тохтиди; чүнки улар Аюпниң қаришида өзини һәққаний дәп тонуйдиғанлиғини билди.
2 Андин Бузилиқ Рамниң аилисидин болған Барахәлниң оғли Елиху исимлиқ жигитниң ғәзиви қозғалди; униң ғәзиви Аюпқа қарита қозғалди, чүнки у Худани әмәс, бәлки өзини тоғра һесаплиған еди;
3 Униң ғәзиви Аюпниң үч достлириғиму қаритилди, чүнки улар Аюпқа рәддийә бәргидәк сөз тапалмай туруп, йәнила уни гунакар дәп бекиткән еди.
4 Бирақ Елиху болса Аюпқа җавап беришни күткән еди, чүнки бу төртәйләнниң көргән күнлири өзидин көп еди.
5 Елиху бу үч достниң ағзида һеч қандақ җавави йоқлуғини көргәндин кейин, униң ғәзиви қозғалди.
6 Шуниң билән Бузилиқ Барахәлниң оғли Елиху еғиз ечип җававән мундақ деди: —
«Мән болсам яш, силәр болсаңлар яшанғансиләр;
Шундақ болғачқа мән тартинип, билгәнлиримни силәргә аян қилиштин қорқуп кәлдим.
7 Мән: «Йеши чоң болғанлар авал сөзлиши керәк;
Жиллар көпәйсә, адәмгә даналиқни үгитиду», дәп қарайттим;
8 Бирақ һәр бир инсанда роһ бар;
Һәммигә Қадирниң нәпәси уни әқил-идраклиқ қилип йорутиду.
9 Лекин чоңларниң дана болуши натайин;
Қериларниң тоғра һөкүм чиқаралишиму натайин.
10 Шуңа мән: «Маңа қулақ селиңлар» дәймән,
Мәнму өз билгинимни баян әйләй.
11 Мана, силәр тоғра сөзләрни издәп жүргиниңларда,
Мән сөзлириңларни күткәнмән;
Силәрниң муназирәңларға қулақ салаттим;
12 Шундақ, силәргә чин көңлүмдин қулақ салдим;
Бирақ силәрдин һеч қайсиңлар Аюпқа рәддийә бәрмидиңлар,
Һеч қайсиңлар униң сөзлиригә җавап берәлмидиңларки,
13 Силәр: «Һәқиқәтән даналиқ таптуқ!» дейәлмәйсиләр;
Инсан әмәс, бәлки Тәңри униңға рәддийә қилиду.
14 Униң җәңгә тизилған һуҗум сөзлири маңа қаритилған әмәс;
Һәм мән болсам силәрниң гәплириңлар бойичә униңға җавап бәрмәймән
15 (Бу үчәйлән һәйрануһәс болуп, қайта җавап беришмиди;
Һәммә сөз улардин учуп кәтти.
16 Мән күтүп тураттим, чүнки улар гәп қилмиди, бәлки җим-җит өрә туруп қайта җавап бәрмиди);
17 Әнди өзүмниң нөвитидә мән җавап берәй,
Мәнму билгинимни көрситип берәй.
18 Чүнки дәйдиған сөзлирим лиқ толди;
Ичимдики Роһ маңа түрткә болди;
19 Мана, қосиғим ечилмиған шарап тулумиға охшайду;
Йеңи шарап тулумлири партлап кетидиғандәк партлайдиған болди.
20 Шуңа мән сөз қилип ичимни бошитай;
Мән ләвлиримни ечип җавап берәй.
21 Мән һеч кимгә йүз-хатирә қилмаймән;
Вә яки һеч адәмгә хушамәт қилмаймән.
22 Мән хушамәт қилишни үгәнмигәнмән; ундақ болидиған болса,
Яратқучум чоқум тезла мени елип кетиду».