33
Елихуниң биринчи баяни — Худа адәмләргә бәргән тәрбийиләр
1 «Әндиликтә, и Аюп, баянлиримға қулақ салғайсән,
Сөзлиримниң һәммисини аңлап чиққайсән.
2 Мана һазир ләвлиримни ачтим,
Ағзимда тилим гәп қилиду.
3 Сөзлирим көңлүмдәк дурус болиду,
Ләвлирим сап болған тәлимни баян қилиду.
4 Тәңриниң Роһи мени яратқан;
Һәммигә Қадирниң нәпәси мени җанландуриду.
5 Җававиң болса, маңа рәддийә бәргин;
Сөзлириңни алдимға сәпкә қоюп җәңгә тәйяр турғин!
6 Мана, Тәңри алдида мән саңа охшаш бәндимән;
Мәнму лайдин шәкилләндүрүлүп ясалғанмән.
7 Бәрһәқ, мән саңа һеч вәһимә салмақчи әмәсмән,
Вә яки мән салған жүк саңа бесим болмайду.
8 Сән дәрвәқә қулиқимға гәп қилдиңки,
Өз авазиң билән: —
9 «Мән һеч итаәтсиз болмай пак болимән;
Мән сап, мәндә һеч гуна йоқ...
10 Мана, Худа мәндин сәвәп тепип һуҗум қилиду,
У мени Өз дүшмини дәп қарайду;
11 У путлиримни кишәнләргә салиду,
Һәммә йоллиримни күзитип жүриду» — дегәнлигиңни аңлидим.
12 Мана, мән саңа җавап берәйки,
Бу ишта гепиң тоғра әмәс;
Чүнки Тәңри инсандин улуқдур.
13 Сән немишкә униң билән дәвалишип: —
У Өзи қилған ишлири тоғрилиқ һеч чүшәнчә бәрмәйду» дәп жүрисән?
14 Чүнки Тәңри һәқиқәтән гәп қилиду;
Бир қетим, икки қетим,
Лекин инсан буни сәзмәйду;
15 Чүш көргәндә, кечидики ғайипанә аламәттә,
— (Қаттиқ уйқа инсанларни басқанда,
Яки орун-көрпилиридә үгдәк басқанда) —
16 — Шу чағларда У инсанларниң қулиқини ачиду,
У уларға бәргән несиһәтни уларниң жүригигә мөһүрләйду.
17 Униң мәхсити адәмләрни яман йолидин яндуруштур,
Инсанни тәкәббурлуқтин сақлаштур;
18 Буниң билән Худа адәмниң җенини көз йәтмәс һаңдин яндуруп, сақлайду,
униң һаятини қиличлиништин қоғдайду.
19 Яки болмиса, у орун тутуп йетип қалғинида ағриқ билән,
Сүйәклирини өз-ара соқуштуруп беарам қилиш билән,
Тәрбийә қилиниду.
20 Шуниң билән униң пүтүн вуҗуди таамдин нәпрәтлиниду,
Униң җени һәр хил назу-немәтләрдин қачиду.
21 Униң ети көздин йоқилип кетиду,
Әслидә көрүнмәйдиған сүйәклири бөртүп чиқиду.
22 Буниң билән җени көз йәтмәс һаңға йеқин келиду,
Һаяти һалак қилғучи пәриштиләргә йеқинлишиду;
23 Бирақ, әгәр униң билән бир тәрәптә туридиған келиштүргүчи бир пәриштә болса,
Йәни миңиниң ичидә бириси болса,
— Инсан балисиға тоғра йолни көрситип беридиған келиштүргүчи болса,
24 Ундақта Худа униңға шәпқәт көрситип: «Уни һаңдин чүшүп кетиштин қутқузуп қойғин,
Чүнки Мән ниҗат-қутулушқа капаләт алдим» — дәйду.
25 Буниң билән униң әтлири балилиқ вақтидикидин юмран болиду;
У яшлиғиға қайтиду.
26 У Тәңригә дуа қилиду, У шәпқәт қилип уни қобул қилиду,
У хошал-хурам тәнтәнә қилип Униң дидарини көриду,
Һәмдә Худа униң һәққанийлиғини өзигә қайтуриду.
27 У адәмләр алдида күй ейтип: —
«Мән гуна қилдим,
Тоғра йолни бурмилиғанмән,
Бирақ тегишлик җаза маңа берилмиди!
28 У роһумни һаңға чүшүштин қутқузди,
Җеним нурни һозурлинип көриду» — дәйду.
29 Мана, бу әмәлләрниң һәммисини Тәңри адәмни дәп,
Икки һәтта үч мәртәм аян қилиду,
30 Мәхсити униң җенини һаңдин яндуруп қутқузуштур,
Уни һаятлиқ нури билән йорутуш үчүндур.
31 И Аюп, маңа қулақ салғайсән;
Үнүңни чиқарма, мән йәнә сөз қилай.
32 Әгәр сөзлириң болса, маңа җавап қиливәргин;
Сөзлигин! Чүнки имканийәт болсила мениң сени ақлиғум бар.
33 Болмиса, мениңкини аңлап олтар;
Сүкүт қилғин, мән саңа даналиқни үгитип қояй».