10
Бутлар әмәс, Пәрвәрдигарла ибадәткә лайиқтур
1 Пәрвәрдигарниң силәргә ейтқан сөзигә қулақ селиңлар, и Исраил җәмәти: —
2 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Әлләрниң йоллирини үгәнмәңлар; гәрчә әлләр асмандики һадисә-аламәтләрдин қорқуп дәккә-дүккигә чөмгән болсиму, силәр булардин һеч чөчүп кәтмәңлар.
3 Чүнки әлләрниң қаидә-йосунлири бимәниликтур; һәммиси орманлиқтин кесилгән дәрәқтин, яғаччиниң искиниси билән оюлған нәрсигә асасланғандур.
4 Улар буни алтун-күмүч билән һәлләйду; уни жиқилмисун дәп улар болқа, миқлар билән бекитиду.
5 Бундақ бутлар тәрхәмәкликтә туридиған бир қаранчуқтур, халас; улар һеч сөзләлмәйду; улар башқилар тәрипидин көтирилиши керәк, чүнки улар маңалмайду. Улардин қорқмаңлар; чүнки улар рәзиллик қилалмайду, уларниң қолидин яхшилиқ қилишму кәлмәйду.
6 — Саңа охшайдиған һеч ким йоқ, и Пәрвәрдигар; Сән улуқ, күч-қудритиң билән намиң улуқдур.
7 Ким Сәндин қорқмай туралисун, и барлиқ әлләр үстигә һөкүмран падиша!? Чүнки бу Саңа тегишликтур; чүнки әлләрдики данишмәнләр арисида вә барлиқ падишалиқлар арисида Саңа охшаш һеч ким йоқтур.
8 Әлләрниң һәммиси истиснасиз әқли йоқ, наданлардур; бу әрзимәсләр яғачтур, халас! Улар тәлим берәләмду!?
9 Соқуп ялпақланған күмүч Таршиштин елип келиниду; алтунму Уфаздин елип келиниду; андин һүнәрвән вә зәргәрләрниң қоли бу ясиғиниға көк вә сөсүн рәхт билән кийим кийгүзиду — буларниң һәммиси шүбһисизки, данишмән устиларниң әҗридур!
10 Лекин Пәрвәрдигар Худаниң Өзи һәқиқәттур; У һаят Худадур, мәңгүлүкниң Падишасидур; Униң ғәзиви алдида йәр-зимин титрәйду; әлләр Униң қәһрини көтирәлмәйду.
11 Уларға мундақ дегин: «Асман билән зиминни яратмиған илаһлар, улар зимин йүзидин вә асман астидин йоқайду!».
12 Пәрвәрдигар болса йәр-зиминни күч-қудрити билән ясиған,
Аләмни даналиғи билән бәрпа қилған,
Асманларни әқил-парасити билән яйғучидур.
13 У авазини қоювәтсә, асманларда сулар шавқунлайду;
У йәр чәтлиридин булут-туманларни өрлитиду;
У ямғурларға чақмақларни һәмраһ қилип бекитиду,
Вә шамални өз ғәзнилиридин чиқириду.
14 Мошу кишиләрниң һәр бири әқилсиз, билимдин мәһрумлардур;
Зәргәрләрниң һәр бири өзлири ойған бут тәрипидин шәрмәндигә қалиду;
Чүнки униң қуйма һәйкили ялғанчилиқ, уларда һеч тиниқ йоқтур.
15 Улар бимәниләрдур, мазақ объектидур;
Җазалиниш вақти уларниң үстигә кәлгәндә, улар йоқитилиду.
16 Яқупниң Несивиси Болғучи булардәк әмәстур,
Чүнки барлиқ мәвҗудатни ясиғучи Шудур;
Исраил болса Униң Өз мираси болған қәбилидур;
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Униң намидур.
Йәрәмия хәлқи үчүн мәрсийә оқуп дуа қилиду
17 Зиминдин чиқишқа жүк-тақиңни жиғиштуруп ал, и муһасиригә елинғучи қиз;
18 чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мана, Мән бу вақитта зиминдикиләрни елип у йәрдин чөриветимән вә уларниң көңли тонуп йәткичә азар беримән!».
Йәрәмия хәлқигә вәкил сүпитидә сөз қилиду
19 Җараһитим үчүн һалимға вай! Мениң ярам давалиғусиздур! Бирақ әслидә мән: «Бу пәқәт бир кесәллик, халас, униңға чидиғидәкмән» — дәптикәнмән.
20 Мениң чедирим һалак болди, барлиқ танилирим үзүлди; балилирим мәндин җуда болуп, улар йоқ болди; чедиримни қайтидин созуп тиккидәк, чедир пәрдилирини асқидәк һеч ким қалмиди.
21 Чүнки хәлиқ падичилири әқилсиз болуп, Пәрвәрдигарни издәп йол соримайду; шуңа улар данишмәнләрдәк иш көрәлмәйду, уларниң барлиқ падиси тарқилип кәтти.
22 Аңлаңлар! Бир гәпниң шәписи! Мана, у келиду, шималий зиминдин чиққан зор бир чуқан-сүрән! Йәһуданиң шәһәрлирини бир вәйранә, чилбөриләрниң туралғусиға айландурғучи келиватиду!
23 Билимәнки, и Пәрвәрдигар, инсанниң өз йолини бекитиши өз қолида әмәстур; меңиватқан адәмниң өзидә қәдәмлирини халиғанчә ташлаш қудрити болмастур;
24 Пәрвәрдигар, мени түзигәйсән, лекин ғәзивиң билән әмәс, адил һөкүмиң билән түзигәйсән; болмиса Сән мени йоққа баравәр қилисән.
25 Қәһриңни Сени тонумайдиған әлләр һәмдә намиңға нида қилмайдиған җәмәтләр үстигә төккәйсән; чүнки улар Яқупни йәп кәткән; бәрһәқ, улар уни жутуп түгәштүрүп, турған җайини мутләқ вәйран қилған.