11
Хәлиқниң Худаниң әһдисини көзгә илмиғанлиғи
1 Йәрәмияға Пәрвәрдигардин кәлгән сөз мундақ еди:
2 — Бу әһдиниң сөзлиригә қулақ селиңлар; шундақла Йәһуда кишилиригә, Йерусалимда туруватқанларға уларни йәткүзүңлар,
3 — сән Йәрәмия уларға мундақ ейтқин: —
— Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Бу әһдиниң сөзлиригә ким бойсунмиса у ләнәттә қалиду;
4 Мән бу әһдини ата-бовилириңларни Мисир зиминидин, йәни төмүр тавлайдиған хумдандин қутқузуп чиқарған күнидә уларға тапилап: «Авазимға қулақ селип, бу сөзләргә, йәни Мән силәргә тапшурған барлиқ әмирләргә әмәл қилиңлар; шундақ қилғиниңларда, силәр Мениң хәлқим болисиләр, Мән силәрниң Худайиңлар болимән;
5 шундақ болғинида Мән ата-бовилириңларға: «Силәргә сүт һәм бал еқип туридиған бир зимин тәқдим қилимән» дәп ичкән қәсәмни әмәлгә ашуримән» — дегән едим. Силәр бүгүнки күндә дәл шу зиминда туруватисиләр!
Мән болсам җававән «Амин, Пәрвәрдигар!» — дедим.
6 Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: — Йәһуданиң шәһәрлиридә, Йерусалимниң кочилирида бу сөзләрни җакала: — Бу әһдиниң барлиқ сөзлиригә қулақ селип әмәлгә ашуруңлар!
7 Чүнки Мән ата-бовилириңларға Мисир зиминидин қутқузуп чиқарған күнидин бүгүнки күнгичә «Мениң авазимға қулақ селиңлар!» дәп җекиләп агаһландуруп келиватимән; Мән таң сәһәрдә орнумдин туруп уларни агаһландуруп кәлдим.
8 Лекин улар һеч аңлимиған яки қулақ салмиған; уларниң һәр бири рәзил көңүллиридики җаһиллиққа әгишип маңған; шуниң билән Мән бу әһдидики барлиқ сөзләрни уларниң бешиға чүшүрдүм; Мән буларниң һәммисини уларға тапилиғанмән, лекин улар һеч әмәлгә ашурмиған.
9 Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: — Йәһудадикиләр вә Йерусалимда туруватқанларниң арисида бир сүйқәст байқалди;
10 улар сөзлиримни аңлашни рәт қилған ата-бовилириниң қәбиһликлиригә қайтип кәтти; уларниң ибадитидә болайли дәп башқа илаһларға әгишип кәтти. Исраил җәмәти һәм Йәһуда җәмәти ата-бовилири билән түзгән әһдәмни бузди.
11 Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән уларниң үстигә һеч қутулалмас апәт чүшүримән; улар Маңа пәряд көтириду, лекин Мән уларни аңлимаймән.
12 Андин Йәһуданиң шәһәрлири вә Йерусалимда туруватқанлар исриқ йеқип чоқунған бутларни издәп уларға пәряд көтириду; лекин апәт чүшкән вақтида улар буларни һеч қутқузмайду.
13 Чүнки шәһәрлириң қанчә көп болғансери, бутлириң шунчә көп болди, и Йәһуда; Йерусалимниң кочилири қанчә көп болғансери, силәр «жиркиничлик болғучи»ға шунчә қурбангаһларни қурдуңлар, йәни Баалға исриқ йеқиш үчүн қурбангаһларни бәрпа қилдиңлар.
14 Әнди сән, и Йәрәмия, бу хәлиқ үчүн дуа қилма, улар үчүн һеч пәряд яки тилавәт қилма; чүнки апәт бешиға чүшүши билән улар Маңа нида қилған вақтида Мән уларни аңлимаймән.
15 — Мениң сөйүмлүк хәлқимниң өйүмдә турушиға немә һәққи? Чүнки көпинчиңлар өзүңларниң рәзил мәхсәтлиригә йетишкә орунисиләр; силәр рәзиллигиңлар әмәлгә ашқанда хурсән болсаңлар, ундақта «муқәддәс гөшләр» мошу асийлиғиңларни силәрдин елип ташлаламду?
16 Пәрвәрдигар исмиңни «Япйешил, мол мевилик, барақсан зәйтун дәриғи» дәп атиған еди; лекин Пәрвәрдигар дәрәққә шавқунлайдиған зор бир отни салиду вә шахлири йоқ қилиниду.
17 Чүнки сени тиккән самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар саңа қарап күлпәт бекитип җакалиған; сәвәви, Исраил җәмәти вә Йәһуда җәмәти өзиниң мәнпәәтини көзләп рәзиллик қилип, Баалға исриқ йеқип, Мениң ғәзивимни кәлтүрди.
Йәрәмияға қилинидиған сүйқәстни Пәрвәрдигар униңға аян қилиду
18 «Пәрвәрдигар маңа хәвәр йәткүзди, шуниң билән мән чүшәндим; У маңа уларниң қилмишлирини аян қилди;
19 мән болсам худди боғузлашқа йетиләп маңған көнүк пақландәк едим; мән әсли уларниң маңа қарап: «Дәрәқни мевиси билән йоқитайли, униң исми қайта әскә һеч кәлтүрүлмисун, уни тирикләр зиминидин үзүп ташлайли» дегән қәстлирини һеч билмәйттим;
20 лекин Сән, и адил һөкүм Чиқарғучи, адәмниң виҗдан-қәлбини Синиғучи, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Сениң уларниң үстигә чүшүридиған қисасиңни өз көзүм билән көрүшкә несип қилғайсән; чүнки дәвайимни Саңила аян қилип тапшурдум».
21 Шуниң билән Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: — «Пәрвәрдигарниң намида бешарәт бәрмә, болмиса җениң қолимизда түгишиду» — дәп саңа доқ қилип жүргән Анатоттики адәмләр җениңни издәп жүриду. Әнди улар тоғрисида мундақ сөзүм бар: —
22 — бу ишқа қарап самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ деди: — Мана, Мән уларни җазалаймән; жигитләр қилич билән өлиду, оғул-қизлири болса қәһәтчилик билән өлиду.
23 Улардин һеч бир қалдиси қалмайду; чүнки Мән улар җазалинидиған жилида, шу Анатоттики адәмләр үстигә апәт чүшүримән.