26
Әйсани өлтүрүш сүйқәсти
Мар. 14:1-2; Луқа 22:1-2; Юһ. 11:45-53
1 Әйса бу сөзләрни қилип болғандин кейин, мухлислириға:
2 — Силәргә мәлумки, икки күндин кейин «өтүп кетиш һейти» болиду, шу чағда Инсаноғли крестлиниш үчүн тутуп берилиду, — деди.
3 Баш каһинлар вә ақсақаллар Қаяфа исимлиқ баш каһинниң сарийида җәм болушти.
4 Улар Әйсани қандақ қилип һейлә-нәйрәң билән тутуп өлтүрүш тоғрисида мәслиһәт қилишти.
5 Бирақ улар:
— Бу иш һейт-айәм күнлири қилинмисун. Болмиса, хәлиқ арисида малиманчилиқ чиқиши мүмкин, — дейишти.
Худагуй аялниң Әйсаға әтир чечиши
Мар. 14:3-9; Юһ. 12:1-8
6 Әнди Әйса Бәйт-Ания йезисида, «Симон мохо»ниң өйидә болғинида,
7 бир аял униң йениға кирди. У ақ қаштеши шешидә наһайити қиммәтлик әтирни елип кәлгән болуп, Әйса дәстиханда олтарғанда, әтирни униң бешиға қуйди.
8 Лекин мухлислар буни көрүп хапа болушуп:
— Зади немишкә бундақ исрапчилиқ қилиниду?
9 Чүнки бу әтирни көп пулға сетип, пулини кәмбәғәлләргә сәдиқә қилса болаттиғу! — дейишти.
10 Лекин Әйса уларниң көңлидикини билип уларға:
— Бу аялниң көңлини немә дәп ағритисиләр? Чүнки у мән үчүн яхши бир ишни қилди.
11 Чүнки кәмбәғәлләр дайим силәрниң араңларда болиду, лекин мениң араңларда болушум силәргә дайим несип боливәрмәйду!
12 Бу аялниң бу әтирни бәдинимгә қуюши мениң дәпнә қилинишимға тәйяр болушум үчүн болди.
13 Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, бу хуш хәвәр пүткүл дунияниң қәйеридә җакаланса, бу аял әслинип, униң қилған бу иши тәриплиниду, — деди.
Йәһуда Әйсаға сатқунлуқ қилишқа вәдә қилиду
14 Бу иштин кейин, он иккиләндин Йәһуда Ишқарийот исимлиқ бири баш каһинларниң алдиға берип:
15 — Уни тутуп бәрсәм, маңа немә берисиләр? — деди. Улар униң алдиға оттуз күмүч тәңгә қойди.
16 Йәһуда шуниңдин етиварән уни тутуп беришкә мувапиқ пурсәт издәшкә башлиди.
«Өтүп кетиш һейти»ниң кәчлик тамиғи
Мар. 14:21-22; Луқа 22:7-14, 21-23; Юһ. 13:21-30
17 Петир нан һейтиниң биринчи күни, мухлислар Әйсаниң йениға келип:
— Өтүп кетиш һейтиниң тамиғини йейишиң үчүн қәйәрдә тәйярлишимизни халайсән? — дәп сориди.
18 У уларға:
— Шәһәргә кирип паланчиниң өйигә берип униңға: «Устаз: — Вақит-саитим йеқинлишип қалди, өтүп кетиш һейтини мухлислирим билән бирликтә сениң өйүңдә өткүзәй — дәйду» дәп ейтиңлар, — деди.
19 Мухлислар Әйсаниң тапилиғинидәк өтүп кетиш һейтиниң тамиғини шу йәрдә тәйярлиди.
20 Кәчқурун, у он иккилән билән дәстиханда олтарди.
21 Улар ғизалиниватқанда у:
— Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, араңлардики бирәйлән маңа сатқунлуқ қилиду, — деди.
22 Буни аңлап улар интайин қайғуға чөмүп, бир-бирләп униңдин:
— Я Рәб, мән әмәстимән? — дәп сорашқа башлиди.
23 У җававән: — Қолидики нанни мән билән тәң таваққа төгүргән киши, маңа сатқунлуқ қилғучи шу болиду.
24 Инсаноғли дәрвәқә муқәддәс язмиларда өзи тоғрисида пүтүлгинидәк өлүмгә кетиду; бирақ Инсаноғлиниң тутуп берилишигә васитичи болған адәмниң һалиға вай! У адәм туғулмиған болса яхши болатти! — деди.
25 Униңға сатқунлуқ қилидиған Йәһуда:
— Устаз, мән әмәстимән? — дәп сориди. У униңға:
— Өзүң дедиң җуму, — деди.
«Рәбниң зияпити»
Мар. 14:22-26; Луқа 22:15-20; 1Кор. 11:23-25
26 Улар ғизалиниватқанда, Әйса бир нанни қолиға елип Худаға тәшәккүр-һәмдусана ейтқандин кейин, уни уштуп, мухлислириға үләштүрүп бәрди вә:
—Елиңлар, йәңлар, бу мениң теним, — деди.
27 Андин, қолиға җамни елип Худаға тәшәккүр-һәмдусана ейтип, уни мухлислириға тутуп:
— Һәммәйлән буниңдин ичиңлар.
28 Бу мениң нурғун адәмләрниң гуналириниң кәчүрүм қилиниши үчүн төкүлидиған, йеңи әһдини түзидиған қенимдур.
29 Лекин мән шуни силәргә ейтайки, Атамниң падишалиғида силәр билән бирликтә йеңидин шараптин ичмигичә, үзүм телиниң шәрбитини һәргиз ичмәймән, — деди.
30 Улар мәдһийә күйини ейтқандин кейин талаға чиқип, Зәйтун теғиға қарап кетишти.
Мухлисларниң Әйсадин ваз кечиши
Мар. 14:27-31; Луқа 22:31-34; Юһ. 13:36-38
31 Андин Әйса уларға:
— Бүгүн кечә силәр һәммиңлар мениң түпәйлимдин тандурулуп путлишисиләр, чүнки муқәддәс язмиларда: —
«Мән падичини уруветимән,
Падидики қойлар патипарақ болуп тарқитиветилиду» дәп пүтүлгән.
32 Лекин мән тирилгәндин кейин Галилийәгә силәрдин бурун баримән, — деди.
33 Петрус униңға җававән:
— Һәммәйлән сениң түпәйлиңдин тандурулуп путлашсиму, мән һәргиз путлашмаймән, деди.
34 Әйса униңға: — Мән саңа бәрһәқ шуни ейтип қояйки, бүгүн кечә ғораз чиллаштин бурун, сән мәндин үч қетим танисән, — деди.
35 Петрус униңға:
— Сән билән биллә өлүшүм керәк болсиму, сәндин һәргиз танмаймән, — деди. Қалған мухлисларниң һәммисиму шундақ дейишти.
Әйсаниң Гетсиманә бағчисидики дуа-тилавити
Мар. 14:32-42; Луқа 22:39-46
36 Андин Әйса улар билән биллә Гетсиманә дегән йәргә кәлди. У мухлисларға: «Мән у яққа берип дуа-тилавәт қилип кәлгичә, мошу җайда олтирип туруңлар» деди.
37 У Петрусни, шундақла Зәбәдийниң икки оғлини биргә елип маңди вә қаттиқ азаплинип, көңли толиму пәришан болушқа башлиди.
38 У уларға:
— Җеним өлидиғандәк бәкму азапланмақта. Силәр бу йәрдә қелип, мән билән бирликтә ойғақ туруңлар, — девиди,
39 Вә сәл нерирақ берип, өзини йәргә етип дүм йетип дуа қилип:
— И Атам, мүмкин болса, бу қәдәһ мәндин өтүп кәтсун! Лекин бу иш мән халиғандәк әмәс, сән халиғандәк болсун, — деди.
40 У мухлисларниң йениға қайтип кәлгинидә, уларниң ухлап қалғанлиғини көрүп, Петрусқа:
— Мән билән биллә бирәр саатму ойғақ туралмидиңларму?!
41 Езиқтурулуштин сақлиниш үчүн, ойғақ туруп дуа қилиңлар. Роһ пидакар болсиму, лекин кишиниң әтлири аҗиздур, — деди.
42 У иккинчи қетим берип, йәнә дуа қилип:
— И Атам, әгәр мән бу қәдәһни ичмисәм у мәндин кәтмисә, ундақта сениң ирадәң ада қилинсун, — деди.
43 У уларниң йениға қайтип кәлгинидә, йәнә ухлап қалғанлиғини көрди, чүнки уларниң көзлири уйқиға илинған еди.
44 Шуниң билән у улардин айрилип үчинчи қетим берип, йәнә шу сөзләр билән дуа қилди.
45 Андин у мухлисларниң йениға келип уларға:
— Силәр техичә ухлаватамсиләр, техичә дәм еливатамсиләр? Мана, вақит-саити йеқинлашти; Инсаноғли гунакарларниң қолиға тапшурулиду.
46 Қопуңлар, кетәйли; мана, маңа сатқунлуқ қилидиған киши йеқин кәлди! — деди.
Әйсаниң тутқун қилиниши
Мар. 14:43-50; Луқа 22:47-53; Юһ. 18:3-12
47 Униң сөзи техи түгимәйла, он иккиләндин бири болған Йәһуда кәлди; униң йенида баш каһинлар вә хәлиқ ақсақаллири тәрипидин әвәтилгән, қилич-тоқмақларни көтәргән зор бир топ адәм бар еди.
48 Униңға сатқунлуқ қилғучи улар билән аллибурун ишарәтни бекитип: «Мән кимни сөйсәм, у дәл шудур. Силәр уни тутуңлар» дәп келишкән еди.
49 У удул Әйсаниң алдиға берип:
— Салам, устаз! — дәп уни сөйүп кәтти.
50 Әйса униңға:
— Ағинәм, немә дәп кәлдиң? — деди. Шуниң билән, һелиқи адәмләр йопурулуп келип, Әйсаға қол селип, уни тутқун қилди.
51 Вә мана, Әйсаниң йенидикиләрдин бирәйлән қиличини суғуруп, баш каһинниң чакириға урувиди, униң қулиқини шилип чүшүрүвәтти.
52 Әйса униңға:
— Қиличиңни қиниға сал, қилич көтәргәнләр қилич астида һалак болиду.
53 Яки мени Атисиға нида қилалмайдиған болди, дәп ойлап қалдиңму?! Шундақ қилсамла У маңа шуан он икки қисимдин артуқ пәриштә маңдурмамду?
54 Бирақ мән ундақ қилсам, муқәддәс язмилардики бу ишлар муқәррәр болиду дегән бешарәтләр қандақму әмәлгә ашурулсун? — деди.
55 Шу пәйттә Әйса топлашқан адәмләргә қарап:
— Бир қарақчини тутидиғандәк қилич-тоқмақларни көтирип мени тутқили кәпсиләрғу? Мән һәр күни ибадәтхана һойлилирида силәр билән биллә олтирип тәлим берәттим, лекин силәр у чағда мени тутмидиңлар.
56 Лекин бу пүтүн ишларниң йүз бериши пәйғәмбәрләрниң муқәддәс язмилирида алдин-ала ейтқанлириниң әмәлгә ашурулуши үчүн болди, — деди.
Бу чағда, мухлисларниң һәммиси уни ташлап қечип кетишти.
Алий кеңәшмидә сотлиниш
Мар. 14:53-65; Луқа 22:54-55, 63-71; Юһ. 18:13-14, 19-24
57 Әнди Әйсани тутқун қилғанлар уни баш каһин Қаяфаниң алдиға елип беришти. Тәврат устазлири билән ақсақалларму у йәрдә җәм болушқан еди.
58 Петрус униңға таки баш каһинниң сарийиниң һойлисиғичә жирақтин әгишип келип, ишниң ақиветини көрүш үчүн ичкиригә кирип, қаравулларниң арисида олтарди.
59 Баш каһинлар, ақсақаллар вә пүтүн алий кеңәшмә әзалири Әйсани өлүм җазасиға мәһкүм қилиш үчүн, ялған гува-испат издәйтти.
60 Нурғун ялған гувачилар оттуриға чиққан болсиму, улар булардин һеч қандақ испатқа еришәлмиди. Ахирда, икки ялған гувачи оттуриға чиқип:
61 — Бу адәм: «Мән Худаниң ибадәтханисини бузуп ташлап, үч күн ичидә қайта қуруп чиқалаймән» дегән, деди.
62 Баш каһин орнидин туруп, униңға:
— Қени, җавап бәрмәмсән? Булар сениң үстүңдин зади қандақ гувалиқларни бериватиду? — деди.
63 Лекин Әйса сүкүт қилип туривәрди.
Баш каһин униңға:
— Мәңгү һаят болғучи Худа билән сениң қәсәм қилишиңни буйруймәнки, бизгә ейт, Худаниң Оғли Мәсиһ сәнму?» — деди.
64 Әйса мундақ җавап қайтурди:
— Шундақ, сениң дегиниңдәк. Лекин шуниму силәргә ейтайки, буниңдин кейин силәр Инсаноғлиниң Қадир Болғучиниң оң йенида олтиридиғинини вә көктики булутлар үстидә келидиғинини көрисиләр.
65 Шуниң билән баш каһин тонлирини житип ташлап:
— У күпүрлүк қилди! Әнди башқа һәр қандақ гувачиниң немә һаҗити? Мана, өзүңлар бу күпүрлүкни аңлидиңлар!
66 Буниңға немә дәйсиләр? — деди.
— У өлүм җазасиға лайиқтур! — дәп җавап қайтурушти улар.
67 Буниң билән улар униң йүзигә түкүрүп, униңға мушт атқили турди. Бәзилири уни качатлап:
68 — Әй Мәсиһ, пәйғәмбәрчилик қилмамсән, ейтип баққина, сени ким урди? — дейишти.
Петрусниң Әйсадин тениши
Мар. 14:66-72; Луқа 22:56-62; Юһ. 18:15-18, 25-27
69 Әнди Петрус сарайниң ташқириқи һойлисида олтиратти. Бир дедәк униң йениға келип:
— Сән Галилийәлик Әйса билән биргә едиңғу, — деди.
70 Лекин у һәммәйләнниң алдида инкар қилип: — Сениң немә дәватқанлиғиңни чүшәнмидим! — деди.
71 Андин у даланға чиққанда, уни көргән йәнә бир дедәк у йәрдә турғанларға:
— Бу адәмму Насарәтлик Әйса билән биргә еди, — деди.
72 У йәнә инкар қилип: —
Мән у адәмни тонумаймән! — дәп қәсәм ичти.
73 Бир аздин кейин, у йәрдә турғанлар Петрусниң йениға келип униңға:
— Шүбһисизки, сән уларниң бири екәнсән, чүнки тәләппузуң сени паш қилиду, — дейишти.
74 Петрус қаттиқ қарғашлар билән қәсәм қилип:
— У адәмни зади тонумаймән! — дейишигила ғораз чиллиди.
75 Петрус Әйсаниң: «Ғораз чиллаштин бурун, сән мәндин үч қетим танисән!» дегән сөзини есигә алди. У ташқириға чиқип, қаттиқ жиға-зерә көтәрди.