27
Йәһуданиң өлүши
Мар. 15:1; Луқа 23:1-2; Юһ. 18:28-32
1 Таң атқандила, пүтүн баш каһинлар билән хәлиқ ақсақаллири Әйсани өлүмгә мәһкүм қилдуруш үчүн мәслиһәтләшти.
2 Улар уни бағлап апирип, валий Понтиус Пилатусқа тапшуруп бәрди.
3 Униңға сатқунлуқ қилған Йәһуда униң өлүмгә һөкүм қилинғанлиғини көрүп, бу ишларға пушайман қилди вә баш каһинлар билән ақсақалларға оттуз күмүч тәңгини қайтуруп берип:
4 — Мән бегуна бир җанниң қени төкүлүшкә сатқунлуқ қилип гуна өткүздүм, — деди.
Буниңға бизниң немә каримиз? Өз ишиңни бил! — дейишти улар.
5 Йәһуда көмүш тәңгиләрни ибадәтханиниң ичигә чөривәтти вә у йәрдин кетип, талаға чиқип, есилип өлүвалди.
6 Баш каһинлар көмүш тәңгиләрни жиғивелип: —
Бу хун төлүми болған тәңгиләрдур, уларни ибадәтханиниң ғәзнисигә қоюш һарам, — дейишти.
7 Улар өз ара мәслиһәтлишип, бу пуллар билән яқа жутлуқларға йәрлик болсун дәп, сапалчиниң бир парчә етизлиғини сетивалди.
8 Шуңа бу йәр һазирғичә «қанлиқ етиз» дәп атилип кәлмәктә.
9 Шу иш билән Йәрәмия пәйғәмбәр тәрипидин бурун ейтилған муну бешарәт әмәлгә ашурулди: —
«Исраил хәлқи униң үчүн баһалап бекиткән баһасини,
Йәни оттуз күмүч тәңгини улар елишти,
10 Вә Пәрвәрдигар маңа көрсәткәндәк,
Сапалчиниң етизини сетивелишқа хәҗләшти».
Әйсаниң валий Пилатусниң алдида сотлиниши
Мар. 15:2-5; Луқа 23:3-5; Юһ. 18:33-38
11 Әнди Әйса валийниң алдиға турғузулди. Валий униңдин:
— Сән Йәһудийларниң падишасиму? — дәп сориди.
Ейтқиниңдәк, — деди Әйса.
12 Лекин баш каһинлар вә ақсақаллар униң үстидин әрз-шикайәт қилғанда, у бир еғизму җавап бәрмиди.
13 Буниң билән Пилатус униңға:
— Уларниң сениң үстүңдин қилған шунчә көп шикайәтлирини аңлимайватамсән? — деди.
14 Бирақ у Пилатусқа җававән шикайәтләрниң бирисигиму җавап бәрмиди. Валий буниңға интайин һәйран қалди.
15 Һәр қетимлиқ өтүп кетиш һейтида, валийниң халайиқ тәләп қилған бир мәһбусни уларға қоюп бериш адити бар еди.
16 Әйни вақитта, римлиқларниң Бараббас исимлиқ атиқи чиққан бир мәһбуси зинданда еди.
17 Халайиқ җәм болғанда, Пилатус улардин:
— Кимни силәргә қоюп беришимни халайсиләр? Бараббасниму яки Мәсиһ дәп аталған Әйсаниму? — дәп сориди
18 (чүнки у баш каһин қатарлиқларниң һәсәтхорлуғи түпәйлидин уни тутуп бәргәнлигини биләтти).
19 Пилатус «сорақ тәхти»дә олтарғанда, аяли униңға адәм әвәтип: — У һәққаний кишиниң ишиға арилашмиғин. Чүнки түнүгүн кечә униң сәвәвидин чүшүмдә көп азап чәктим, — дәп хәвәр йәткүзди.
20 Лекин баш каһинлар вә ақсақаллар болса халайиқни мақул қилип, Бараббасни қоюп беришни вә Әйсани йоқитишни тәләп қилдурди.
21 Валий җававән улардин йәнә:
— Силәргә бу иккисиниң қайсисини қоюп беришимни халайсиләр? — дәп сориди.
Бараббасни, — дейишти улар.
22 Пилатус әнди: — Ундақ болса, Мәсиһ дәп аталған Әйсани қандақ бир тәрәп қилай? — деди.
Һәммәйлән:
— У крестләнсун! — дейишти.
23 Пилатус:
— Немишкә? У зади немә яманлиқ өткүзүпту? — дәп сориди.
Бирақ улар техиму қаттиқ вақиришип:
У крестләнсун! — дәп турувелишти.
24 Пилатус сөзливеришниң беһудә екәнлигини, бәлки буниң орниға малиманчилиқ чиқидиғанлиғини көрүп, су елип, көпчиликниң алдида қолини жуйғач:
— Бу һәққаний адәмниң қениға мән җавапкар әмәсмән, буниңға өзүңлар мәсъул болуңлар! — деди.
25 Пүтүн хәлиқ җававән:
— Униң қени бизниң үстимизгә вә балилиримизниң үстигә чүшсун! — дейишти.
26 Буниң билән Пилатус Бараббасни уларға чиқирип бәрди. Әйсани болса қаттиқ қамчилатқандин кейин, крестләшкә ләшкәрлиригә тапшурди.
Ләшкәрләрниң Әйсани мазақ қилиши
Мар. 15:16-20; Юһ. 19:2-3
27 Андин валийниң ләшкәрлири Әйсани униң ордисиға елип кирип, пүтүн ләшкәрләр топини бу йәргә униң әтрапиға жиғди.
28 Улар Әйсани ялаңачлап, учисиға пәрәң рәңлик тон кийдүрүшти.
29 Тикәнлик шахчиларни өрүп бир таҗ ясап, бешиға кийдүрди вә оң қолиға бир қомушни тутқузди. Андин униң алдиға тизлинип: «Яшиғайла, Йәһудийларниң падишаси!» дәп мазақ қилишти.
30 Униңға түкүрүшти, қомушни елип униң бешиға урушти.
31 Уни шундақ мазақ қилғандин кейин, тонни салдуруп, учисиға өз кийимлирини кийдүрди вә крестләш үчүн елип меңишти.
Әйсаниң крестлиниши
Мар. 15:21-32; Луқа 23:26-39; Юһ. 19:17-19
32 Улар ташқириға чиққинида, Курини шәһирилик Симон исимлиқ бир кишини учритип, уни тутуп келип Әйсаниң крестини униңға мәҗбурий көтәргүзди.
33 Улар Голгота, йәни «Баш сүйәк» дегән йәргә кәлгәндә,
34 Әйсаға ичиш үчүн кәкрә сүйи арилаштурулған аччиқ шарап бәрди; лекин у уни тетип баққандин кейин, ичкили унимиди.
35 Ләшкәрләр уни крестлигәндин кейин, чәк ташлишип кийимлирини өз ара бөлүшүвалди.
36 Андин у йәрдә олтирип униңға күзәтчилик қилди.
37 Улар униң бешиниң жуқури тәрипигә «Бу Әйса, Йәһудийларниң падишасидур» дәп йезилған шикайәтнамә тахтийини бекитти.
38 Әйса билән тәң икки қарақчиму кресткә миқланған болуп, бири оң тәрипидә, йәнә бири сол тәрипидә еди.
39 Бу йәрдин өткәнләр башлирини чайқишип, уни һақарәтләп:
40 — Қени, сән ибадәтханини бузуп ташлап, үч күн ичидә қайтидин ясап чиқидиған адәм, әнди өзүңни қутқузә! Худаниң Оғли болсаң, кресттин чүшүп баққина! — дейишти.
41 Баш каһинларму, Тәврат устазлири вә ақсақаллар билән биргә уни мәсқирә қилип:
42 — Башқиларни қутқузуптикән, өзини қутқузалмайду. У Исраилниң падишасимиш! Әнди кресттин чүшүп бақсунчу, андин униңға етиқат қилимиз.
43 У Худаға таянған! Худа уни әзизлисә, һазир қутқузуп баққай! Чүнки у: «Мән Худаниң Оғли» дегән еди, — дейишти.
44 Униң билән тәң крестләнгән қарақчиларму уни шундақ һақарәтләшти.
Әйсаниң өлүми
Мар. 15:33-41; Луқа 23:44-49; Юһ. 19:28-30
45 Әнди күнниң алтинчи саитидин тоққузинчи саитигичә пүткүл зиминни қараңғулуқ басти.
46 Тоққузинчи саатләрдә Әйса жуқури авазда: «Ели, ели, ләма савақтани?» йәни «Худайим, Худайим, мени немишкә ташливәттиң?» дәп қаттиқ нида қилди.
47 У йәрдә турғанларниң бәзилири буни аңлап:
Бу адәм Иляс пәйғәмбәргә мураҗиәт қиливатиду, — дейишти.
48 Уларниң ичидин бирәйлән дәрһал жүгүрүп берип бир парчә булутни әкелип, уни аччиқ шарапқа чилап, қомушниң учиға селип униңға ичкүзүп қойди.
49 Бирақ башқилар:
— Тохта! Қарап бақайли, Иляс пәйғәмбәр келип уни қутқузуп қалармекин? — дейишти.
50 Әйса жуқури аваз билән йәнә бир вақириди-дә, роһини қоювәтти.
51 Вә мана, шу дәқиқидә ибадәтханиниң ичкири пәрдиси жуқуридин төвәнгә икки парчә бөлүп житилди. Йәр-зимин тәвринип, ташлар йерилип,
52-53 Қәбирләр ечилди (У тирилгәндин кейин, өлүмдә ухлаватқан нурғун муқәддәс бәндиләрниң тәнлириму тирилди; улар қәбирләрдин чиқти вә муқәддәс шәһәргә кирип, у йәрдә нурғун кишиләргә көрүнди).
54 Әнди Әйсани күзәт қиливатқан йүз беши һәм йенидики ләшкәрләр йәрниң тәвришини вә башқа йүз бәргән һадисиләрни көрүп, интайин қорқушуп:
— У һәқиқәтән Худаниң Оғли екән! — дейишти.
55 У йәрдә йәнә бу ишларға жирақтин қарап турған нурғун аялларму бар еди. Улар әслидә Әйсаниң хизмитидә болуп, Галилийәдин униңға әгишип кәлгән еди.
56 Уларниң арисида Магдаллиқ Мәрйәм, Яқуп билән Йүсүпниң аниси Мәрйәм, Зәбәдийниң оғуллириниң анисиму бар еди.
Әйсаниң дәпнә қилиниши
Мар. 15:42-47; Луқа 23:50-56; Юһ. 19:38-42
57 Кәчқурун, Ариматиялиқ Йүсүп исимлиқ бир бай кәлди. Уму Әйсаниң мухлислиридин еди.
58 У Пилатусниң алдиға берип, Әйсаниң җәситини тәләп қилди. Пилатус җәсәтни униңға тапшурушқа әмир қилди.
59 Йүсүп җәсәтни елип, пакиз канап рәхт билән орап кепәнлиди
60 вә уни өзи үчүн қияда ойдурған йеңи қәбригә қойди. Андин қәбирниң ағзиға йоған бир ташни домилитип қоюп, кетип қалди
61 (шу чағда Магдаллиқ Мәрйәм билән йәнә бир Мәрйәмму у йәрдә, қәбирниң удулида олтиратти).
Қәбирни муһапизәт қилиш
62 Әнди әтиси, йәни «Тәйярлаш күни» өткәндин кейин, баш каһинлар билән Пәрисийләр җәм болушуп Пилатусниң алдиға келип:
63 — Җанаблири, һелиқи алдамчиниң һаят вақтида: «Мән өлүп үчинчи күни тирилимән» дегини есимиздә бар.
64 Шуниң үчүн, қәбир үчинчи күнигичә мәһкәм қоғдилиши үчүн әмир бәргәйсиз. Ундақ қилинмиса, мухлислири келип җәсәтни оғрилап кетип, андин хәлиққә: «У өлүмдин тирилди» дейиши мүмкин. Бундақ алдамчилиқ алдинқисидинму бәттәр болиду, — дейишти.
65 Пилатус уларға:
— Бир гуруппа күзәтчи ләшкәрни силәргә тапшурдум. Қәбирни қурбиңларниң йетишичә мәһкәм қоғдаңлар, — деди.
66 Шуниң билән улар күзәтчи ләшкәрләр билән биллә берип, ташни печәтләп, қәбирни муһапизәт астиға қойди.