2
Әгәр әнди Мәсиһтә риғбәт бар дейилсә, муһәббәтниң тәсәллиси бар дейилсә, Роһниң сирдашлиғи бар дейилсә, қәлбдә ич ағритишлар һәм рәһимдиллиқ бар дейилсә, 2-3 — әнди охшаш бир ой-пикирдә болуп, бир-бириңларға охшаш муһәббәттә бағлинип, бир җан бир нийәттә болуп, араңларда һеч иш риқабәттин яки қуруқ шөһрәтпәрәсликтин болмисун; әксичә, ой-хиялиңларда кичик пеиллиқ болуп һәр бириңлар башқиларни өзүңлардин жуқури дәп билиңлар; шундақ болғанда шат-хурамлиғимни камил қилисиләр.
Һәр бириңлар пәқәт өз ишлириңларға көңүл бөлүп қалмай, бәлки башқиларниңкигиму көңүл бөлүңлар. Мәсиһ Әйсада болған ой-позитсийә силәрдиму болсун: —
У Худаниң тип-шәклидә болсиму,
Өзини Худа билән тәң қилишни олҗа қилип тутувалмиди;
Әксичә, У Өзидин һәммини қуруқдиди,
Өзигә қулниң шәклини елип,
Инсанларниң сияқиға кирип, инсаний тәбиәттин ортақдаш болуп,
  
Өзини төвән қилип,
Һәтта өлүмгичә, йәни кресттики өлүмгичә итаәтмән болди;
Шуңа Худа Уни интайин жуқури көтирип мәртивилик қилди,
Униңға һәр қандақ намдин үстүн болған намни беғишлидики,
10 Әйсаниң намиға асманларда, йәр йүзидә һәм йәр астида барлиқ тизлар пүкүлүп,
11 ХудаАтиға шан-шәрәп кәлтүрүп һәр бир тил Әйса Мәсиһниң Рәб екәнлигини етирап қилиду.  
12 Шуниң билән, әй сөйүмлүклирим, силәр һемишә итаәт қилғиниңлардәк, пәқәт мән йениңларда болғинимдила әмәс, бәлки һазирқидәк мән силәрдин нери болғанда техиму шундақ итаәт билән әймиништә, титригән һалда өз ниҗатиңларни һәртәрәпкә тәтбиқлашқа интилиңлар. 13 Чүнки Худаниң гөзәл хаһиши бойичә силәрниң ирадә тиклишиңларға вә шуниңдәк уни әмәлгә ашурушуңларда ичиңларда ишлигучи Униң Өзидур.
14 Һәммә ишларни ғудуңшимай яки талаш-тартиш қилмай қилиңлар; 15 шуниң билән силәр әйипсиз, сап диллиқ болуп, бу дәвирдики тәтүр, әсәббий адәмләр оттурисида яшап, уларниң арисида дунияға йоруқлуқ бәргүчиләрдәк парлап, Худаниң дағсиз пәрзәнтлири болисиләр; 16 шуниңдәк һаятниң сөз-каламини сунуп бәргүчи болғиниңлар түпәйлидин, мән силәрдин Мәсиһниң күнидә бекар жүгүрмәптимән, бекар җапа тартмаптимән дәп пәхирлинип тәнтәнә қилайлайдиған болимән.  
17 Һәтта мән «шарап һәдийә» сүпитидә етиқатиңлардики қурбанлиқ һәм хизмәт-ибадәтниң үстигә қуюлсамму, мән шатлинимән, шундақла силәр билән биллә ортақ шатлинимән.    18 Силәрму охшаш йолда шатлинисиләр вә мән билән биллә ортақ шатлинишиңлар керәк.
19 Лекин мән Рәбдә пат арида Тимотийни йениңларға әвәтишни үмүт қилимәнки, әһвалиңларни аңлап мәнму хуш болсам; 20 чүнки йенимда униңға охшаш, дилимиз бир болған, ишлириңларға чин дилидин көңүл бөлгүчи башқа адәм йоқтур. 21 Чүнки һәммә адәм Әйса Мәсиһниң ишлириға әмәс, бәлки өзиниң ишлири билән шуғуллинишқа интилиду; 22 амма силәр униң салаһийитини, униң хуш хәвәрниң хизмитидә худди атисиға һәмраһ болуп ишләйдиған балидәк мән билән биргә меһнәт сиңдүргәнлигини билисиләр. 23 Әнди ақивитимниң қандақ болидиғанлиғини ениқ билгән һаман, уни дәрһал маңдуруветишни үмүт қилимән; 24 амма өзүмниң йениңларға пат арида баридиғанлиғимға Рәб арқилиқ ишәшим бар.
25 Амма буниңдин авал мениң қериндишим, хизмәтдишим һәм сәпдишим болған, силәрниң әлчиңлар һәм һаҗитимдин чиққан қурбанлиқ ярдимиңларни йәткүзгүчи Епафродитни йениңларға әвәтишни зөрүр таптим,
26 чүнки у һәммиңларға сеғинип тәлпүнгән еди һәм силәрниң униң кесәл һалидин хәвәр тапқиниңлар түпәйлидин азапланди. 27 У дәрвәқә кесәл болуп әҗәлгә йеқинлишип қалди; лекин Худа униңға рәһим қилди; һәм мениң дәрдимниң үстигә дәрд болмисун дәп ялғуз униңғила әмәс, бәлки маңиму рәһим қилди.
28 Шуниңдәк униң билән йәнә көрүшүп шатлинишиңлар вә шундақла өзүмгә нисбәтән дәрдлиримни азайтиш үчүн уни техиму җиддий йолға салмақчимән. 29 Әнди уни шат-хурамлиқ билән Рәбдә қобул қилиңлар һәм униңдәк адәмләргә һөрмәт қилиңлар; 30 чүнки у Мәсиһниң хизмитини дәп, силәрниң маңа қилмақчи болған ярдимиңларни беҗириштә йолуққан бошлуқни толдуруп әҗәлгә йүзлинип, өз җенини тәвәккүл қилди.
 
 
2:1 «Әгәр әнди Мәсиһтә риғбәт бар дейилсә, муһәббәтниң тәсәллиси бар дейилсә, Роһниң сирдашлиғи бар дейилсә, қәлбдә ич ағритишлар һәм рәһимдиллиқ бар дейилсә, ...» — грек тилида мошу айәттики «әгәр» дайим реторик шәкилдә ишлитилип «әгәр...вә дәрвәқә (шундақ) болиду» дегән мәнини билдүриду. «Роһ» болса Худаниң Роһини көрситиду. «Қәлбдә» әсли грек тилида «ич-қарнида», «ич-бағрида». 2:2-3 Рим. 12:16; 15:5; 1Кор. 1:10; Фил. 3:16; 1Пет. 3:8; Рим. 12:10; 1Пет. 5:5. 2:4 1Кор. 10:24; 13:5. 2:5 Мат. 11:29; Юһ. 13:15; 1Пет. 2:21; 1Юһа. 2:6. 2:6 2Кор. 4:4; Кол. 1:15; Ибр. 1:3. 2:7 «... Өзини Худа билән тәң қилишни олҗа қилип тутувалмиди (6-айәт), әксичә, У Өзидин һәммини қуруқдиди,...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «... Өзини Худа билән тәң туриверәй дәп турувалмайла, Өзиндин һәммини қутуқдиди,...». «Әксичә, У Өзидин һәммини қуруқдиди, Өзигә қулниң шәклини елип, инсанларниң сияқиға кирип, инсаний тәбиәттин ортақдаш болуп,...» — бу айәт бәлким Инҗил ичидә мәнаси әң чоңқур җүмлиләрдин биридур. «Инсанларниң сияқиға кирип, инсаний тәбиәттин ортақдаш болуп» дегән ибариләр шүбһисизки, Мәсиһниң һәр җәһәттин инсан болуп, толуқ инсанниң тәбиитидә болғанлиғини көрситиду. Пәқәт униң тәбиитидә һеч гуна йоқ еди. «Инсаний тәбиәт» грек тилида «инсаний «схема»» дәп ипадилиниду, инсанниң тәбиити вә «асасий қурулуш»ини көрситиду. «У Өзини қуруқдиди» тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң. 2:7 Зәб. 8:6; Мат. 20:28; Луқа 22:27; Юһ. 13:14. 2:8 Ибр. 2:9,14,17; 4:15; 12:2. 2:9 Рос. 2:33; Ибр. 1:4. 2:10 Йәш. 45:23; Рим. 14:11. 2:11 «ХудаАтиға шан-шәрәп кәлтүрүп һәр бир тил Әйса Мәсиһниң Рәб екәнлигини етирап қилиду» — демәк, Мәсиһ Әйсаға беғишланған нам «Рәб»дур. У әсли Өзи Рәб болуп (мәсилән, «Луқа» 2:11), У әршләргә көтирилгинидә ХудаAтиси Өзиниң Униңдин болған хурсәнлигини билдүрүп қайтидин Уни «Рәб» дәп ениқ җакалиған. «Йәш.» 45:23ни көрүң. 2:11 Юһ. 13:13; 1Кор. 8:6; 12:3. 2:13 2Кор. 3:5. 2:14 Рим. 12:17; 1Пет. 2:12; 4:9. 2:15 Пәнд. 4:18; Мат. 5:14. 2:16 «һаятниң сөз-каламини сунуп бәргүчи болғиниңлар түпәйлидин...» — «һаятниң сөз-калами» — мәңгү һаят тоғрилиқ сөз, әлвәттә. Башқа бир хил тәрҗимиси: «һаятниң сөз-каламини чиң тутқиниңлар түпәйлидин,...». Лекин жуқуриқи 15-айәттә Филиппилиқ қериндашлар «йоруқлуқ бәргүчи» дәп аталған болғачқа, мошу йәрдә «(силәр)... (Худаниң) һаятниң сөз-каламини сунуп бәргүчи болғиниңлар» дәп тәрҗимә қилишни тоғра көримиз. 2:16 2Кор. 1:14; 1Тес. 2:19. 2:17 «Һәтта мән «шарап һәдийә» сүпитидә етиқатиңлардики қурбанлиқ һәм хизмәт-ибадәтниң үстигә қуюлсамму, мән шатлинимән, шундақла силәр билән биллә ортақ шатлинимән» — Павлус жуқурида 1:25-26дә «силәр билән йәнә дидарлишимән» дәйду, әлвәттә. Лекин у өлтүрүлсиму, мәйүсләнмәйтти яки һеч һәсрәт тартмайтти, әксичә шу сәвәптин шатлинатти; вә әгәр шундақ иш болса, уларниму униң билән биллә ортақ шатлинишқа риғбәтләндүрәтти. 2:17 2Кор. 7:4. 2:18 «Силәрму охшаш йолда шатлинисиләр вә мән билән биллә ортақ шатлинишиңлар керәк» — 17-18-айәт үстидә: Тәврат дәвридики ибадәт түзүмидә, «көйдүрмә қурбанлиқ» қилғанда, қурбанлиқ қурбангаһқа қоюлғанда униңға «аш һәдийә» қошулуши керәк, андин уларниң үстигә «шарап һәдийә» қуюлуши керәк еди. Мошу йәрдә Павлус толиму кәмтәрлик билән Филиппидики етиқатчиларниң қилған хизмәт-ибадитини муһим қурбанлиққа, өзиниң йеқинда еһтималлиғи болған өлтүрүлүши яки түрмидә өзини җамаәт үчүн пида қиливатқанлиғини бир «шарап һәдийә»гә, йәни уларниң чоң қурбанлиғи үстигә толуқлайдиған пәқәт қошумчә бир «шарап һәдийә»гә охшитиду. Қайтидин дәймиз: У өлтүрүлсиму, мәйүсләнмәйтти яки һеч һәсрәт тартмайтти, әксичә шу сәвәптин шатлинатти; вә әгәр шундақ иш болса, уларниму униң билән биллә ортақ шатлинишқа риғбәтләндүрәтти. 2:19 Рос. 16:1; Рим. 16:21; 1Тес. 3:2. 2:21 1Кор. 10:24; 13:5. 2:25 «мениң қериндишим, хизмәтдишим һәм сәпдишим болған, силәрниң әлчиңлар һәм һаҗитимдин чиққан қурбанлиқ ярдимиңларни йәткүзгүчи Епафродит» — «сәпдишим» — Павлус билән роһий күрәштә ортақ җәңчи, әлвәттә. «Әлчиңлар» грек тилида «ашакалолос». Бу сөзниң мәнаси «әвәтилгән киши», «әлчи» яки «расул» болиду. Мошу йәрдә биз «әлчи» дәп тәрҗимә қилғинимиз билән, мүмкинчилиги барки, Павлус Епафродитниң расуллуқ хизмити бар болиду, дәп көрситиши мүмкин. 2:27 «У дәрвәқә кесәл болуп әҗәлгә йеқинлишип қалди; лекин Худа униңға рәһим қилди; һәм мениң дәрдимниң үстигә дәрд болмисун дәп ялғуз униңғила әмәс, бәлки маңиму рәһим қилди» — «Худа... ялғуз униңғила әмәс, бәлки маңиму рәһим қилди» дегән сөз бир хил гунани көрсәткән болса керәк. Төвәндики 28-30-айәтләргә қариғанда, Епафродит Павлусқа җамаәтниң соғисини йәткүзүп баридиған йолда кесәл болди. У бәлким йолда кесәл болуп қалған. У Павлусниң қешиға йетип беришқа алдирап өз кесили билән һеч кари болмай алға басти, шуниң билән у техиму еғир кесәл болуп «әҗәлгә йеқинлишип қалди». Павлус, униң бу қилғинини бир хил тәвәккүлчилик, ақиланә иш әмәс дәп ойлиши мүмкин. Худди Павлус, Худа «униңға рәһим қилип» сақайтти, шундақла «маңа рәһим қилди» — чүнки Епафродит мениң вәҗәмдин шундақ қилди, дегәндәк. Ундақ дегинимиз билән, Худа бизгә җамаәт үчүн шундақ тәвәккүл қилишқа тәйяр болған адәмәләрни әвәтсун! 2:29 1Кор. 9:14; Гал. 6:6; 1Тес. 5:12; 1Тим. 5:17; Ибр. 13:17. 2:30 «у Мәсиһниң хизмитини дәп...» — грек тилида: «у хизмәт дәп,...» дейилгән. Павлусқа (шундақла Епафродитқа) нисбәтән пәқәт «хизмәт»ла бар, чүнки униңға нисбәтән пәқәт бир хизмәт, йәни Мәсиһниң хизмити, хуш хәвәрниң хизмити бардур. «у... силәрниң маңа қилмақчи болған ярдимиңларни беҗириштә йолуққан бошлуқни толдуруп әҗәлгә йүзлинип, өз җенини тәвәккүл қилди» — Павлусниң «ярдимиңларни беҗириштә йолуққан бошлуқ....» дегини, Филиппидики җамаәтниң униңға көңүл бөлүшидә мәлум йетәрсизлик бар, дегәнлиги әмәс; у, силәрдә үмүт қилғиниңлардәк ярдәмни йәткүзүш пурсәтлири чиқмиған болсиму, лекин әвәтмәкчи болған көңлүңларни чүшинимән, демәкчи. «Ярдимиңлар» дегән сөз грек тилида мошу йәрдә «ибадәтханидики каһинлиқ қурбанлиқ хизмитиңлар»ни пуритидиған сөздур.