134
134-күй •••• Худаниң қилған улуқ әмәллири үчүн ибадәт
1 Һәмдусана! Пәрвәрдигарниң намини мәдһийиләңлар,
Уни мәдһийиләңлар, Пәрвәрдигарниң қуллири!
2 Уни мәдһийиләңлар, Пәрвәрдигарниң өйидә турғанлар,
Худайимизниң һойлилирида турғанлар!
3 Яһни мәдһийиләңлар, чүнки Пәрвәрдигар меһривандур;
Униң намиға күй ейтиңлар;
Чүнки мошундақ қилиш шериндур;
4 Чүнки Яһ Яқупни Өзиниңки болушқа,
Исраилни Өз мираси болушқа талливалди.
5 Чүнки өзүм билимәнки, Пәрвәрдигар улуқдур;
Рәббимиз барлиқ илаһлардин үстүндур.
6 Пәрвәрдигар немә ишни мувапиқ көргән болса,
У асманларда,
Зиминда,
Деңизларда һәм униң барлиқ тәглиридиму шуни қилғандур.
7 У йәр чәтлиридин булут-туманларни өрлитиду;
Ямғурларға чақмақларни һәмраһ қилиду;
Шамални Өз ғәзнилиридин чиқириду.
8 У Мисирдики тунҗа оғулларни һалак қилди,
Инсанларниң болсун, һайванларниң болсун һәммини уруп һалак қилди.
9 У аламәтләрни, мөҗизиләрни араңларға әвәтти, и Мисир;
Пирәвн вә униң һәммә қуллири үстигә әвәтти.
10 У улуқ әлләрни урувәтти,
Қудрәтлик падишаларни өлтүрүвәтти;
11 Аморийларниң падишаси Сиһонни,
Башанниң падишаси Огни,
Қанаандики барлиқ падишалиқларни урувәтти.
12 Уларниң зиминини мирас қилип,
Өз хәлқи Исраилға мирас болушқа тәқдим қилди.
13 Сениң намиң, Пәрвәрдигар, мәңгүгә,
Шөһрәт-хатирәң дәвирдин-дәвиргичидур.
14 Чүнки Пәрвәрдигар Өз хәлқиниң дәвасини сорайду;
Өз қуллириға рәһим қилиду.
15 Әлләрниң бутлири болса пәқәтла күмүч-алтундин ибарәттур,
Уларни инсанниң қоллири ясиғандур, халас.
16 Уларниң ағзи бар, бирақ сөзлимәйду;
Көзлири бар, бирақ көрмәйду;
17 Қулақлири бар, бирақ аңлимайду,
Ағзида һеч нәпәс йоқтур.
18 Уларни ясиғанлар уларға охшап қалиду,
Уларға таянғанларму шундақтур.
19 Исраил җәмәти, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар;
Һарун җәмәти, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар;
20 Лавий җәмәти, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар;
Пәрвәрдигардин қорқидиғанлар, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар!
21 Йерусалимда маканлашқан Пәрвәрдигарға Зиондин тәшәккүр-мәдһийә ейтилсун!
Һәмдусана!