135
135-күй •••• Пәрвәрдигарниң муһәббитигә тәшәккүр ейтиңлар!
1 Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар, У меһривандур;
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
2 Илаһларниң илаһиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
3 Рәбләрниң Рәббигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
4 Зор карамәтләрни бирдин-бир Жүргүзгучигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
5 Әқил-парасәт арқилиқ асманларни Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
6 Зиминни сулар үстидә созуп Турғузғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
7 Улуқ нур җисимлирини Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
8 Күндүзни башқуридиған қуяшни Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
9 Кечини башқурдиған ай һәм юлтузларни Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
10 Уларниң тунҗилирини уруп, Мисирға зәрб бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
11 Исраилни улар арисидин чиқарғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
12 Күчлүк қол һәм узатқан биләк билән уларни Чиқарғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
13 Қизил деңизни бөләк-бөләк Бөлгүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
14 Һәм Исраилни униң оттурисидин Өткүзгүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
15 Қизил деңизда Пирәвнни қошунлири билән сүпүрүп ташлиғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
16 Өз хәлқини чөл-баявандин Йетәклигүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
17 Бүйүк падишаларни Урувәткүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
18 Һәм мәшһур падишаларни Өлтүргүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
19 Җүмлидин Аморийларниң падишаси Сиһонни Өлтүргүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
20 — Һәм Башан падишаси Огни Өлтүргүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
21 Уларниң зиминини мирас үчүн Бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
22 Буни бәндиси Исраилға мирас қилип бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
23 Һалимиз харап әһвалда, бизләрни Әслигүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
24 Бизни әзгәнләрдин қутулдурғучиға тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
25 Барлиқ әт егилиригә озуқ Бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
26 Әршләрдики Тәңригә тәшәккүр ейтиңлар,
Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур!