140
140-күй •••• Рәзиллик билән мурәссә қилғили болмайду
1 Давут язған күй: —
Пәрвәрдигар, мән Саңа нида қилдим;
Йенимға тездин кәлгәйсән;
Саңа нида қилғинимда авазимни аңлиғайсән.
2 Дуайимни аңлиғиниңда, Саңа сунулған хушбуйдәк йеқимлиқ болсун,
Қолумниң көтирилиши сунулған кәчлик қурбанлиқтәк қобул болсун.
3 Ағзим алдида күзәтчи турғузғайсән, и Пәрвәрдигар;
Ләвлирим дәрвазисини сақлиғайсән;
4 Көңлүмни һеч қандақ яман ишқа,
Қәбиһлик қилғучиларға шерик болуп, рәзиллик қилишқа майил қилмиғайсән.
Мени уларниң немәтлиридин һеч йегүзмигәйсән!
5 Һәққаний адәм мени урсун —
Бу маңа меһриванлиқтур;
Маңа тәнбиһ бәрсун —
Бу болса, бешим рәт қилмайдиған, қуюлған есил майдәк болиду.
Чүнки мениң дуайим йәнила шуларниң рәзилликлиригә қарши болиду.
6 Уларниң һакимлири тик ярлардин ташливетилгәндә,
Хәлиқ мениң сөзлиримни аңлайду;
Чүнки бу сөзләр шериндур.
7 Бириси отун ярғанда йәргә чечилған йериндилардәк,
Мана, устиханлиримиз тәһтисара ишиги алдида чечиветилди;
8 Бәрһәқ, көзлирим Саңила тикилип қарайду, Пәрвәрдигар Рәббим;
Саңа тайинимән;
Җенимни харап қилип ташливәтмигәйсән.
9 Уларниң маңа салған қилтиғидин,
Қәбиһлик қилғучиларниң қапқанлиридин мени сақлиғайсән;
10 Рәзилләр өзиниң торлириға жиқилсун,
Мән болсам — өтүп кетимән.