141
141-күй •••• Яр-йөләксизликтики дуа
1 Давут ғарда йошурунуп турған вақитта язған «Масқил»: —
Мән Пәрвәрдигарға авазимни аңлитип налә-пәряд көтиримән;
Пәрвәрдигарға авазим билән йелинимән;
2 Униң алдида дад-зарлиримни төкимән;
Униңға аваричилигимни ейтимән.
3 Роһум ичимдә түгишәй дәп қалғанда,
Шу чағда басқан йолумни билгәнсән;
Мән маңған йолда улар маңа қилтақ салди.
4 Оң йенимға қарап баққайсән;
Әтрапимда мени тонуйдиған адәм йоқтур;
Панаһгаһ йоқап кәтти;
Һеч адәм җенимға көйүнмәйду.
5 Мән Саңа пәряд көтәрдим, и Пәрвәрдигар;
Саңа: «Сән мениң Башпанаһимсән,
Тирикләрниң зиминида болған Несивәмдурсән» — дедим.
6 Мениң пәрядимға қулақ салғайсән;
Чүнки мән интайин харап әһвалға чүшүрүлдум;
Мени қоғлиғучилиримдин қутулдурғайсән;
Чүнки улар мәндин күчлүктур.
7 Сениң намиңни тәбриклишим үчүн,
Җенимни түрмидин чиқарғайсән;
Һәққанийлар әтрапимда олишиду;
Чүнки Сән маңа зор меһриванлиқ көрситисән.