22
22-күй •••• Пәрвәрдигар мени баққучи падичимдур! •••• 1-айәттики изаһатни көрүң
1 Давут язған күй: —
Пәрвәрдигар мени баққучи Падичимдур,
Муһтаҗ әмәсмән һеч нәрсигә;
2 У мени юмран чөпләрдә ятқузуп дәм алдурар;
Тинич ақидиған суларни бойлитип бақиду;
3 У вуҗудумни йеңилайду;
У һәққанийлиқ йолида Өз нами үчүн йетәкләйду;
4 Һәтта мән өлүм сайиси болған җилғидин өтсәмму,
Һеч яманлиқтин қорқмаймән;
Чүнки Сән мән билән биллидурсән;
Сениң һасаң һәм тайиғиң маңа тәсәллидур.
5 Мени хар қилғучиларниң көз алдида маңа кәң дәстихан салисән;
Мениң бешимни май билән мәсиһ қилисән;
Қәдәһим ташиду;
6 Бәрһәқ, барлиқ күнлиримдә яхшилиқ вә өзгәрмәс шәпқәт маңа әгишип һәмраһ болиду;
Мәңгүдин-мәңгүгә Пәрвәрдигарниң дәргаһида яшаймән!