23
23-күй •••• Пәрвәрдигарниң ғәлибиси
1 Давут язған күй: —
Пәрвәрдигарға мәнсүптур, җаһан вә униңға толған һәммә мәвҗудатлар;
Униңға тәәллуқтур йәр йүзи вә униңда туриватқанларму;
2 Чүнки җаһанниң улини чоңқур деңизлар үстигә орунлаштуруп,
Йәрни сулар үстигә орнатқан Удур.
3 Пәрвәрдигарниң теғиға ким чиқалайду?
Униң муқәддәс җайиға ким кирип туралайду?
4 — Қоллири гунадин пакиз, дили сап,
Қуруқ нәрсиләргә тәлмүрүп қаримиған,
Ялған қәсәм қилмиған киши кирәләйду.
5 Бундақ киши болса Пәрвәрдигардин бәхитни,
Өз ниҗатлиғи болғучи Худадин һәққанийлиқни тапшурувалиду вә уни көтирип жүриду;
6 Бу дәвир Уни издигүчи дәвирдур,
Йәни Сениң дидариңни издигүчиләр, и Яқупниң Худаси!
Селаһ!
7 И қовуқлар, бешиңларни көтириңлар!
Кәң ечилиңлар!
И мәңгүлүк ишикләр, көтирилиңлар!
Шуниң билән шан-шәрәп егиси Падиша кириду!
8 Шан-шәрәп егиси Падиша дегән ким?
У Пәрвәрдигардур, у күчлүк вә қудрәтликтур!
Пәрвәрдигар, җәң мәйданида қудрәтликтур!
9 И қовуқлар, бешиңларни көтириңлар!
Кәң ечилиңлар!
И мәңгүлүк ишикләр, бешиңларни көтириңлар!
Шуниң билән шан-шәрәп егиси Падиша кириду!
10 Шан-шәрәп егиси Падиша дегән ким?
Самавий қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар болса, шан-шәрәп егиси Падишаһтур!
Селаһ!