24
24-күй •••• Йетәкләш вә башпанаһ болуш һәққидә дуа •••• 1-айәттики изаһатни көрүң
1 Давут язған күй.
Пәрвәрдигар, җеним Саңа тәлмүрүп қарайду;
2 Саңа тайинимән, и Худайим;
Мени йәргә қаритип хиҗаләттә қалдурмиғайсән;
Вә яки дүшмәнлиримни үстүмдин ғалип қилип шатландурмиғайсән;
3 Бәрһәқ, Сени күткүчиләрдин һеч қайсиси шәрмәндә болмас;
Бирақ һеч бир сәвәпсиз хаинлиқ қилғучилар шәрмәндә болиду.
4 Мени Сениң излириңни билидиған қилғайсән, и Пәрвәрдигар;
Йоллириңни маңа үгитип қойғайсән.
5 Мени һәқиқитиңдә маңдуруп, маңа үгәткәйсән;
Чүнки өзүң мениң ниҗатлиғим болған Худайимдурсән;
Мән күн бойи Саңа қарап тәлмүримән;
6 Өз рәһимдиллиқлириңни, өзгәрмәс меһирлириңни ядиңға кәлтүргәйсән, и Пәрвәрдигар!
Чүнки улар әзәлдин тартип бар болуп кәлгәндур;
7 Мениң яшлиғимдики гуналиримни,
Шундақла итаәтсизликлиримни есиңгә кәлтүрмигәйсән;
Өзгәрмәс муһәббитиң, меһриванлиғиң билән, мени есиңгә кәлтүргәйсән, и Пәрвәрдигар;
8 Пәрвәрдигар меһриван вә дурустур;
Шуңа У гунакарларни дурус йолға салиду.
9 Мөминләрни яхши-яманни пәриқ етишкә У йетәкләйду;
Мөминләргә Өз йолини үгитиду.
10 Униң әһдиси вә һөкүм-гувалирини тутқанларниң һәммисигә нисбәтән,
Пәрвәрдигарниң барлиқ йоллири өзгәрмәс муһәббәт вә һәқиқәттур.
11 Өз намиң үчүн, и Пәрвәрдигар,
Қәбиһлигим интайин еғир болсиму,
Сән уни кәчүривәткәнсән.
12 Кимки Пәрвәрдигардин әймәнсә,
Худа Өзи таллиған йолда униңға һәқиқәтни үгитиду;
13 Униң җени азатә-яхшилиқта яшайду,
Униң нәсли йәр йүзигә мирас болиду.
14 Пәрвәрдигар Өзидин әйминидиғанлар билән сирдаштур;
У уларға Өз әһдисини көрситип бериду.
15 Мениң көзлирим һемишә Пәрвәрдигарға тикилип қарайду;
Чүнки У путлиримни тордин чиқириветиду.
16 Маңа қарап меһри-шәпқәт көрсәткәйсән;
Чүнки мән ғерибанә, дәрдмәндурмән.
17 Көңлүмниң азарлири көпийип кәтти;
Мени басқан қисмақлардин чиқарғайсән.
18 Дәрдлиримни, азаплиримни нәзириңгә алғин,
Барлиқ гуналиримни кәчүргәйсән!
19 Мениң дүшмәнлиримни нәзириңгә алғин,
Чүнки улар көптур;
Улар маңа чоңқур өчмәнлик билән нәпрәтлиниду.
20 Җенимни сақлиғайсән, мени қутқузғайсән;
Мени шәрмәндиликтә қалдурмиғайсән;
Чүнки мән Сени башпанаһим қилдим.
21 Көңүл саплиғи вә дуруслуқ мени қоғдиғай;
Чүнки мән Саңа үмүт бағлап күтүватимән.
22 И Худа, Исраилни барлиқ күлпәтлиридин қутқузуп һөрлүккә чиқарғайсән!