8
Муқәддәс роһтики һаятлиқ қанунийити
1 Хуласилисақ, Мәсиһ Әйсада болғанлар гунаниң җазасиға мәһкүм болмайду.
2 Чүнки Мәсиһ Әйсада болған һаятлиқни бәхш етидиған Роһниң қанунийити адәмни гунаға вә өлүмгә елип баридиған қанунийәттин силәрни халас қилди.
3 Чүнки гуналиқ әт елип келидиған аҗизлиқ түпәйлидин Тәврат қануни қилалмиғанни Худаниң Өзи қилди; У Өз Оғлини гунакар әтлик қияпәттә гунани бир тәрәп қилишқа әвәтип, әттики мәвҗут гунани өлүмгә мәһкүм қиливәтти;
4 буниң билән муқәддәс қанунниң һәққаний тәливи әткә әгәшмәйдиған, бәлки Роһқа әгишип маңидиған бизләрдә әмәлгә ашурулиду.
5 Чүнки әткә бойсунидиғанлар әткә хас ишларниң ойида жүриду; Муқәддәс Роһқа бойсунидиғанлар болса, шу Роһқа аит ишларниң ойида жүриду.
6 Әттики ой-нийәтләр адәмни өлүмгә елип бариду; Муқәддәс Роһқа аит ой-нийәтләр һаятлиқ вә хатирҗәм-аманлиқтур;
7 чүнки әттики ой-нийәтләр Худаға дүшмәнликтур; чүнки әт Худаниң қануниға бойсунмайду һәм һәтта униңға бойсунуши мүмкин әмәс;
8 әттә болғанлар Худани хурсән қилалмайду.
9 Амма силәргә кәлсәк, пәқәт Худаниң Роһи дәрвәқә ичиңларда яшаватқан болса, силәр әттә әмәс, бәлки Роһта яшайсиләр. Амма Мәсиһниң Роһиға егә болмиған адәм болса, у Мәсиһкә мәнсуплардин әмәс.
10 Лекин Мәсиһ қәлбиңларда болса, тениңлар гуна түпәйлидин өлүмниң илкидә болсиму, һәққанийлиқ түпәйлидин роһуңлар һаяттур.
11 Һалбуки, өлгән Әйсани өлүмдин Тирилдүргүчиниң Өзидики Роһ силәрдә яшиса, Мәсиһни өлүмдин тирилдүргүчи қәлбиңларда яшаватқан Роһи арқилиқ өлидиған тениңларниму һаяти күчкә егә қилиду.
12 Шуниң үчүн, қериндашлар, биз әткә қәриздар әмәс, йәни униңға әгишип яшашқа қәриздар әмәсмиз.
13 Чүнки әткә әгишип яшисаңлар, һалак болисиләр; лекин Муқәддәс Роһқа тайинип әттики қилмишларни өлүмгә мәһкүм қилсаңлар, яшайсиләр.
14 Чүнки кимләрки Худаниң Роһиниң йетәкчилигидә яшиса, шуларниң һәммиси Худаниң пәрзәнтлиридур.
15 Чүнки силәр қобул қилған роһ қуллуққа аит әмәс, шундақла силәрни қайта қорқунучқа салғучи бир хил роһ әмәс, бәлки силәр оғуллуққа елип баридиған Роһни қобул қилғансиләр; У арқилиқ «Абба, ата!» дәп нида қилимиз.
16 Роһ бизниң өз роһумиз билән биллә бизниң Худаниң балилири екәнлигимизгә гувалиқ бериду.
17 Худаниң балилири екәнмиз, әнди мирасхорларму болимиз — Худаниң мирасхорлири һәмдә Мәсиһ билән тәң мирасхор болимиз — пәқәтла униң билән тәң азап-оқубәт тартсақла, униң билән шан-шәрәптин тәң бәһримән болимиз.
Кәлгүсидики шан-шәрәп
18 Чүнки мән һазирқи азап-оқубәтләрниң кәлгүсидә биздә ашкарилинидиған шан-шәрәпләргә һеч селиштурғучилиғи йоқ дәп һесаплаймән.
19 Чүнки пүткүл каинат Худаниң оғуллириниң аян қилинишини интизарлиқ билән күтмәктә.
20-21 Чүнки яритилған каинат Худаниң ләнити астида қелип, бимәниликкә чөктүрүлди. Бу, каинатниң өз ихтияри билән әмәс, бәлки уни чөктүргүчиниң ирадиси билән болди вә шундақ үмүти билән болдики, каинат өзиму чириштин болған қуллуқтин қутқузулуп, Худаниң пәрзәнтлиригә беғишлинидиған шан-шәрәпкә тәвә болған һөрлүккә ериштүрүлүштин ибарәт еди.
22 Чүнки пүткүл каинатниң һазирғичә налә-пәряд көтирип, туғут толғиғиниң азавини бирликтә тартиватқанлиғини билимиз.
23 Ялғуз каинат әмәс, һәтта бизму, йәни муқәддәс Роһниң тунҗа чиқарған мевисидин бәһримән болған бизләрму дилимизда налә-пәряд көтәрмәктимиз һәмдә Худаниң оғуллири сүпитидә қобул қилинишимизни, йәни тенимизниң ниҗатниң һөрлүгигә чиқирилишини интизарлиқ билән күтмәктимиз.
24 Биз үмүткә бағланғачқа тқузулған екәнмиз. Лекин үмүт қилинған нәрсә көрүлгән болса, у йәнә үмүт боламду? Кимму көз алдидики нәрсини үмүт қилсун?
25 Бирақ, техи көрмигинимизгә үмүт бағлиған екәнмиз, уни сәвирчанлиқ билән күтүшимиз керәктур.
26 Шуниңдәк, инсаний аҗизлиғимизда Муқәддәс Роһ келип бизгә ярдәм қилиду; чүнки қандақ дуа қилишимиз керәклигини билмәймиз. Лекин Роһниң Өзи ипадилигүсиз налә-пәряд билән биз үчүн Худаниң алдида туруп дуа-тилавәт қилмақта.
27 Инсанларниң қәлбини инчикиләп күзитип Қариғучи болса, Муқәддәс Роһниң ой-нийәтлириниң немә екәнлигини билиду; чүнки У Худаниң ирадиси бойичә муқәддәс бәндилири үчүн Худаниң алдида дуа қилип өтүнмәктә.
28 Шундақла шуни билимизки, пүткүл ишлар Худани сөйидиғанларниң, йәни униң мәхсәт-муддиаси бойичә чақирилғанларниң бәхит-бәрикитигә бирликтә хизмәт қилмақта.
29 Чүнки Худа алдин көңлигә пүккәнкишиләрни, уларниң кәлгүсидә Өз Оғлиниң образиға охшаш болидиғинини, Оғлиниң нурғун қериндашлири арисидики тунҗа оғли болидиғинини алдин бәлгүлигән.
30 Алдин бекиткән кишиләрни У чақирди, чақирған кишиләрни У һәққаний қилди; һәққаний қилғанларға У шан-шәрәп ата қилди.
Худаниң меһир-муһәббитиниң күчлүклиги
31 Ундақта, бу ишларға йәнә немә дәйли? Худа биз тәрәптә турған екән, кимму бизгә қарши чиқалисун?!
32 Өз Оғлиниму айимай, Уни һәммимиз үчүн пида йолиға тапшурған Худа, Униңға қошуп һәммини бизгә шәртсиз ата қилмай қаларму?
33 Кимму Худаниң таллиғанлири үстидин шикайәт қилалисун?! Худа һәққаний қилған йәрдә,
34 кимму гунаға мәһкүм қилалисун? Өлгән, шундақла тирилгән вә Худаниң оң йенида туруватқан, һәмдә биз үчүн Худаниң алдида туруп дуа-тилавәт қиливатқан Мәсиһ шундақ қиларму?!
35 Ким бизни Мәсиһниң меһир-муһәббитидин айриветәлисун? Җапа-мушәққәтму, дәрд-әләмму, зиянкәшликму, ачарчилиқму, ялаңачлиқму, хейим-хәтәрму яки қиличму?
36 Муқәддәс язмиларда ейтилғинидәк: —
«Сени дәп күн бойи қирилмақтимиз,
Боғузлинишни күтүп турған қойлардәк һесапланмақтимиз».
37 Бирақ бизни Сөйгүчигә тайинип буларниң һәммисидә ғалипларниң ғаливи болмақтимиз;
38 Шуниңға қәтъий қайил қилиндимки, мәйли өлүм болсун һаятлиқ болсун, пәриштиләр болсун җин-шәйтан һөкүмранлар болсун, һазирқи ишлар яки кәлгүсидики ишлар болсун, һәр қандақ роһий күчләр болсун,
39 пәләк болсун һаң болсун, шундақла пүткүл каинатта яритилған һәр қандақ башқа бир шәйи болсун, бизни Рәббимиз Мәсиһ Әйсада болған Худаниң меһир-муһәббитидин һеч қачан айривәткүчи болалмайду.