9
Худа вә Униң таллиғини Исраил
1 Мән Мәсиһтә һәқиқәтни сөзләймән, ялған гәп ейтмаймән, виҗданим Муқәддәс Роһниң илкидә болуп өзәмгә гувалиқ қилмақта —
2 Қәлбимдә зор дәрд-әләм вә түгимәс азап бар.
3-4 Чүнки мениң бурадәрлирим, йәни җисманий җәһәттики қериндашлирим болған Исраилларни ниҗат тапқузалисам Худаниң ләнитигә қелип Мәсиһтин мәһрум қилинишимни тиләшкә рази едим; улар Исраиллар! — уларға оғуллуқ һоқуқи, Худаниң шан-шәривиниң аян қилиниши, әһдилири, Тәврат қануниниң аманәт болуши, ибадәт хизмәтлири вә Тәврат вәдилири несивә қилинди.
5 Улуқ ибраний ата-бовилири уларниңкидур; җисманий җәһәттә Мәсиһ уларниң әҗдатидур. У барлиқ мәвҗудат үстидин һөкүм сүргүчи, мәңгү мубарәк Худадур. Амин!
6 — Бирақ Худаниң Исраилға болған сөзи бекар болди, демәймән; чүнки Исраилдин болғанларниң һәммисила һәқиқий Исраил һесапланмайду;
7 шуниңдәк, Ибраһимниң әвлатлири болсиму, һәммисила униң пәрзәнтлири һесапланмайду. Чүнки муқәддәс язмиларда Ибраһимға: «Исһақтин төрәлгәнләрла сениң нәслиң һесаплиниду» — дейилгән.
8 Демәк, җисманий җәһәттин Ибраһимдин төрәлгән пәрзәнтләр Худаниң пәрзәнтлири боливәрмәйду, бәлки Худаниң вәдиси арқилиқ төрәлгәнләр Ибраһимниң һәқиқий нәсли һесаплиниду.
9 Чүнки Худаниң бәргән вәдиси мундақ еди: «Келәр жили мошу чағда қайтип келимән, Сараһ бир оғулға ана болиду».
10 Униң үстигә, Ривкаһ бир әрдин, йәни әҗдатимиз Исһақтин кош гезәкгә һамилдар болғанда,
11-12 Пәрзәнтлири техи туғулмиғанда, һеч қандақ яхши яки яман ишниму қилмаста, Худа Өзиниң адәмләрни таллаштики муддиасиниң уларниң қилған иш-әмәллиригә әмәс, пәқәт Чақирғучи болғанниң ирадисигә асасланғанлиғини көрситиш үчүн, Ривкаһға: «Чоңи кичигиниң хизмитини қилиду» — дейилгән еди.
13 Худди йәнә муқәддәс язмиларда ейтилғинидәк: «Яқупни сөйдүм, Әсавдин нәпрәтләндим».
14 Ундақта, буларға немә дәйли? Худада адаләтсизлик барму? Һәргиз йоқ!
15 Чүнки Худа Мусаға мундақ дегән: —
«Кимгә рәһим қилғум кәлсә, шуниңға рәһим қилимән,
Кимгә ич ағритқум кәлсә, шуниңға ич ағритимән».
16 Демәк, бу иш инсанниң ирадисигә яки уларниң тиришчанлиғиға әмәс, бәлки рәһимдиллиқ көрсәткүчи Худаға бағлиқтур.
17 Чүнки Худа муқәддәс язмиларда Пирәвнгә мундақ дегән: — «Мениң сени тиклишимдики мәхсәт дәл шуки, қудритимни үстүңдә көрситиш һәмдә намимниң пүткүл җаһанға җакалиниши».
18 Демәк, Худа халиқиниға рәһим қилиду, халиқинини таш жүрәк қилиду.
Худаниң ғәзиви вә шапаити
19 Әнди бәлким сән маңа: «Худаниң ирадисигә һеч ким қарши чиқалмайдиған турса, ундақта Худа немә үчүн инсанни әйипләйду?» — дейишиң мүмкин.
20 Бирақ, әй инсан, Худа билән такаллашқидәк кимсән? Қелипта шәкилләндүрүливатқан нәрсә өзини шәкилләндүргүчигә: —
«Мени немә үчүн бундақ ясидиң?» — дейәләмду?
21 Хумданчиниң охшаш бир калләк лайдин есил орунға ишлитидиған қачиму, шундақла адәттики орунға ишлитидиған қачиму ясаш һоқуқи йоқму?
22 Худа Өз ғәзивини көрситишни вә күч-қудритини тонутушни нийәт қилған болса, ғәзивигә лайиқ болған, һалакәткә тәйярланған «қачилар»ға адәттин ташқири сәвирчанлиқ билән көкси-қарнини кәң қилип кәлгән болса, униңға немә бопту?
23-24 Вә шуниң билән Өзиниң рәһим-шәпқитиниң нишани қилған вә шан-шәрәпкә муйәссәр болушқа алдин-ала тәйярлиған «қачилар»да, йәни Өзи Йәһудийлар арисидинла әмәс, бәлки әлләр арисидинму чақирған бизләрдә шан-шәривиниң чәксизлигини намайән қилиш үчүн шундақ қилишни халиған болса, буниңға немә бопту?
25 Бу худди Худаниң Һошия пәйғәмбәр арқилиқ ейтқинидәк: —
«Әсли хәлқим һесапланмиған хәлиқни хәлқим,
Әсли сөймигәнләрни сөйгәнлирим дәймән»;
26 вә йәнә: — «Бурун уларға: «Силәр Мениң хәлқим әмәссиләр» дейилгән җайда,
Кәлгүсидә дәл шу җайда уларға «Тирик Худаниң оғуллири!» дегән нам берилиду».
27 Йәшая пәйғәмбәрму Исраил тоғрилиқ мундақ җакалиған еди: —
«Исраилларниң сани деңиз саһилидики қумдәк көп болсиму, лекин пәқәт бирла «қалди» қутқузулиду;
28 чүнки, Пәрвәрдигар Өз ишини түгитиветип, һәққанийлиқ билән тездин уни иҗра қилиду; чүнки У йәр йүзидә һөкүмини тәлтөкүс вә тез иҗра қилиду».
29 Йәшая пәйғәмбәр йәнә алдин-ала ейтқинидәк: — «Әгәр самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар бизгә бир нәсил қалдурмиған болса, Содом шәһиридәк, Гоморра шәһиридәк йоқалған болаттуқ».
Исраилларниң путлишип кетиши
30 Ундақта, буларға немә дейишимиз керәк? Һәққанийлиққа интилмигән әлликләр һәққанийлиққа, йәни етиқатқа асасланған бир хил һәққанийлиққа еришти.
31 Лекин Исраил һәққанийлиқни көрсәткән Тәврат қануниға интилгини билән қанунниң тәливигә йетәлмиди.
32 Немә үчүн? Чүнки уларниң һәққанийлиққа интилиши етиқат билән әмәс, бәлки «саваблиқ ишлар» билән еди. Улар «путликашаң таш»қа путлишип жиқилип чүшти;
33 худди муқәддәс язмиларда йезилғинидәк:
«Хәлиқни путлишидиған путликашаң ташни,
Адәмни жиқитидиған қорам ташни Зионға қойдум,
Униңға етиқат қилғучи һәргиз йәргә қаритилип қалмас».