15
«Йәттә чинә» — ахирқи йәттә балаю-апәт
1 Асманда зор һәм карамәтлик йәнә бир аламәтни, йәни ахирқи йәттә балаю-апәтни тутуп турған йәттә пәриштини көрдүм (ахирқи балаю-апәт дейилиштики сәвәп, Худаниң ғәзиви булар билән ахирлишиду).
2 Мән йәнә от арилаш әйнәк деңизидәк бир көрүнүшни һәм әйнәк деңизниң үстидә турған, дивә вә униң бут-һәйкили вә наминиң рәқими үстидин ғалип кәлгәнләрни көрдүм. Уларниң қоллирида Худа бәргән чилтарлар болуп,
3 улар Худаниң қул-хизмәткари болған Мусаниң күйини һәм Қозиниң күйини ейтишатти: —
«Улуқ вә карамәт Сениң қилғанлириң,
И Һәммигә Қадир Пәрвәрдигар Худа,
Йоллириң адил вә һәқтур,
И пүткүл әлләрниң Падишаси!
4 И Пәрвәрдигар, ким Сәндин қорқмайдиған,
Намиңни улуқлимайдиған болалисун?
Чүнки бирдин-бир муқәддәс Өзүңдурсән;
Барлиқ әлләр алдиңға келиду,
Саңа сәҗдә қилиду;
Чүнки һәққаний қилғанлириң ашкарә болди».
5 Бу ишлардин кейин, мән көрдүмки, мана әрштики ибадәтхана, йәни һөкүм-гувалиқ чедири ечилди!
6 Йәттә балаю-апәтни өз илкидә тутқан йәттә пәриштә пакиз, пақирап туридиған либас кийгән, көксигә алтун кәмәр бағлиған һалда ибадәтханидин чиқти.
7 Төрт һаят мәхлуқниң бири йәттә пәриштигә әбәдил-әбәт яшайдиған Худаниң қәһри билән толған йәттә алтун чинини бәрди.
8 Ибадәтхана Худаниң шан-шәриви вә қудритидин түтүн билән лиқ толди. Йәттә пәриштиниң йәттә балаю-апити аяқлашмиғичә, һеч ким ибадәтханиға кирәлмиди.