16
Худаниң қәһри толған йәттә чинә
1 Шуниңдин кейин, ибадәтханидин көтирилгән жуқури бир авазниң йәттә пәриштигә: «Бериңлар, Худаниң қәһри толған йәттә чинини йәр йүзигә төкүңлар!» дегәнлигини аңлидим.
2 Биринчиси берип ченидикини йәр-зиминға төкти. Буниң билән дивиниң тамғиси бесилған вә униң бут-һәйкилигә чоқунғанларда бир хил жиркиничлик һәм азаплиқ чақа-җаһарәт пәйда болди.
3 Иккинчиси чинидикини деңизға төкти; деңиз сүйи өлүкниң қениға охшаш қанға айланди вә ичидики пүтүн җанлиқлар өлди.
4 Үчинчиси чинидикини дәрия вә булақларниң сулириға төкти; уларниң сүйиму қанға айланди.
5 Андин мән суларниң пәриштисиниң мундақ дегәнлигини аңлидим: —
«Мошундақ һөкүмләрни чиқиришиңда адил болғансән,
И һазир бар Болғучи, бар болған Муқәддәс Болғучи!
6 Мошу адәмләр муқәддәс бәндиләр вә пәйғәмбәрләрниң қенини төккәнлиги вәҗидин,
Сән уларға ичкили қан бәрдиң. Улар шуниңға лайиқтур».
7 Андин қурбангаһниң җававән: —
«Шундақ, и Һәммигә Қадир Пәрвәрдигар Худа,
Һөкүмлириң һәқ вә адилдур»
— дегәнлигини аңлидим.
8 Төртинчиси чинидикини қуяшниң үстигә төкти; буниң билән қуяшқа инсанларни от билән өртигили қудрәт берилди.
9 Шуниң билән инсанлар дәһшәтлик қизиқта өртәлди; бирақ улар һеч товва қилмиди вә бу балаю-апәтләрниң Егиси болған Худани улуқлашниң орниға Униң намини қарғашти.
10 Бәшинчиси чинидикини дивиниң тәхтигә төкти; дивиниң падишалиғини қараңғулуқ басти, кишиләр азаптин тиллирини чишләшти
11 вә ағриқ-азави вә чақа-җараһәтлириниң дәстидин әрштики Худани күпүрлүк қилип қарғишип, қилмишлириға һеч товва қилишмиди.
12 Алтинчиси чинидикини улуқ Әфрат дәриясиға төкти; шу һаман күнчиқиштин келидиған падишаларниң йолини һазирлашқа дәрияниң сүйи қуриди.
13 Андин мән әҗдиһаниң, дивиниң вә сахта пәйғәмбәрниң еғизлиридин чиққан пақиға охшайдиған үч напак роһни көрдүм.
14 Булар мөҗизилик аламәтләрни көрситидиған җинларниң роһлири болуп, пүткүл йәр йүзидики падишаларни Һәммигә Қадир Худаниң дәһшәтлик күнидики җәңгә җәм қилишқа уларниң йениға чиқип кетивататти
15 («мана, Мән оғридәк келимән! Ялаңач маңмаслиқ, номуси көрүнмәслиги үчүн, кийимлирини чиң сақлап, сәгәк турғанлар бәхитликтур!»).
16 Әнди напак роһлар падишаларни ибранийчә «Һармагеддон» дейилидиған йәргә җәм қилди.
17 Йәттинчиси чинидикини һаваға төкти; әрштики ибадәтханидин, тәхттин жуқури бир аваз көтирилип: «Иш тамам болди!» дейилди.
18 Шуан чақмақлар чеқилди, түрлүк авазлар вә гүлдүрмамилар аңланди вә дәһшәтлик бир йәр тәврәш йүз бәрди; инсанлар йәр йүзидә апиридә болғандин бери бунчилик дәһшәтлик йәр тәврәш һеч болуп бақмиған еди.
19 Катта шәһәр үчкә бөлүнди; һәр қайси әлләрдики шәһәрләрму ғулитилди. Шуниң билән катта шәһәр Бабил Худаниң ядиға кечип униң әшәддий қәһрлик шараби билән толған қәдәһ униңға берилди.
20 Барлиқ араллар өзини қачуруп ғайип болди, тағларму йоқ болди;
21 Инсанларниң үстигә һәр бир даниси бир талант еғирлиқта келидиған мөлдүр асмандин яғди. Мөлдүр апити шундақ дәһшәтлик болдики, адәмләр апәтниң дәстидин Худани күпүрлүк қилип қарғашти.