2
Давами
Мән болсам Шарун отлиғидики зәпиран, халас;
Җилғиларда өскән бир нилупәр, халас!»
 
Сулайман Шуламитқа җавап бериду
«Тикән-җиғанлар арисидики нилупәрдәк,
Мана инсан қизлири арисида мениң амриғим шундақтур!».
 
Шуламит Сулайман тоғрилиқ сөз қилиду
«Ормандики дәрәқләр арисида өскән алма дәриғидәк,
Оғул балилар арисидидур мениң амриғим.
Униң сайиси астида дилим аләмчә сөйүнүп олтардим;
Униң мевиси маңа шерин тетиди;
У мени шарапханиға елип кирди;
Униң үстүмдә көтәргән туғи муһәббәттур.
Мени кишмиш пошкаллар билән қувәтләңлар;
Алмилар билән мени йеңиландуруңлар;
Чүнки муһәббәттин зәиплишип кәттим;
Униң сол қоли бешим астида,
Униң оң қоли мени силаватиду.
И Йерусалим қизлири,
Җәрәнләр вә даладики маралларниң һөрмити билән,
Силәргә тапилаймәнки,
Муһәббәтниң вақит-саити болмиғичә,
Уни ойғатмаңлар, қозғимаңлар!»



 
Иккинчи хатирә: Муһәббәтлишип жүргән күнләр үстидики ойлар {2:8—3:5} •••• Төртинчи ойлиниш — Сулайманниң әтиязда Шуламитни йоқлап кәлгини тоғрилиқ ойлар {2:8—2:9} •••• Шуламит Сулайман тоғрилиқ сөзләйду
«Сөйүмлүгүмниң авази!
Мана, у келиватиду!
Тағлардин сәкрәп,
Едирлардин ойнақлап келиватиду!
Мениң сөйүмлүгүм җәрән яки яш буғидәктур;
Мана, у бизниң өйниң теминиң кәйнидә туриду;
У деризиләрдин қарайду,
У пәнҗирә-пәнҗириләрдин марап бақиду».
 
Сулайман Шуламитқа сөз қилиду
10 «Мениң сөйүмлүгүм маңа сөз қилип мундақ деди: —
«Орнуңдин тур, амриғим, мениң гүзилим, мән билән кәткин;
11 Чүнки мана, қиш өтүп кәтти,
Ямғур йеғип түгиди, у кетип қалди;
12 Йәр йүзидә гүлләр көрүнди;
Нахшилар сайраш вақти кәлди,
Зиминимизда пахтәкниң садаси аңланмақта;
13 Әнҗир дәриғи қишлиқ әнҗирлирини пишармақта,
Үзүм таллири чечәкләп өз пуриғини чачмақта;
Орнуңдин тур, мениң амриғим, мениң гүзилим, мән билән кәткин!
14 Аһ мениң пахтиким, Қорам таш йериқи ичидә,
Қия далдисида,
Маңа авазиңни аңлатқайсән,
Чүнки авазиң шерин, җамалиң йеқимлиқтур!»

 
Шуламит Сулайманға сөз қилиду
15 «Түлкиләрни тутувалайли,
Йәни үзүмзарларни бузғучи кичик түлкиләрни тутувалайли;
Чүнки үзүмзарлиримиз чечәклимәктә».
 
Шуламит Йерусалим қизлириға сөз қилиду
16 «Сөйүмлүгүм мениңкидур, мән униңкидурмән;
У нилупәрләр арисида падисини беқиватиду».
 
Шуламит Сулайманға сөз қилиду
17 «Таң атқичә,
Көләңгиләр қечип йоқиғичә,
Маңа қарап бурулуп кәлгин, и сөйүмлүгүм,
Һиҗранлиқ тағлири үстидин сәкрәп келидиған җәрән яки буғидәк болғин!».
 
 
2:1 «(1:16-2:1-айәт) шәрһи» — өй-һоҗра баян қилинған сөзләргә қариғанда, Сулайман Шуламит үчүн өз жутини әслитидиған алаһидә бир өйни яки һуҗрини ясиған (Шуламит Галилийәлик болуп, униң жутида кедир, арча вә қариғай дәрәқлири көп еди). Башқа бәзи алимлар бу айәтләрни, Сулайман билән Шуламитниң орманлар арисида муһәббәтләшкинини көрситиду, дәп қарайду. Бирақ Йерусалим әтрапида мундақ кедир, арча орманлири йоқ еди. Ахирда Шуламит өзини «бәк аддий» дәп һес қилип, өзини отлақта болидиған кичик һәм «аддий» икки гүлгә охшитиду. 2:2 «(2-айәт) шәрһи» — Сулайман Шуламитниң охшитишини тилға елип, әсичә баян қилиду. Униңға нисбәтән зәпиран яки нилупәр «аддий» болсиму, интайин чирайлиқ еди: — «Маңа нисбәтән сениң тәңдишиң йоқ, башқа қизларни сән билән (тикәнләр вә нилупәр оттурисидикидәк) һеч қандақ селиштурғичилиги йоқтур». 2:3 Күй. 8:5 2:4 «Униң үстүмдә көтәргән туғи муһәббәттур» — башқа бир хил тәрҗимиси: «У маңа муһәббәт билән қариди». 2:5 «Мени кишмиш пошкаллар билән қувәтләңлар; алмилар билән мени йеңиландуруңлар» — қедимки заманларда кишмиш пошкаллар вә алмилар җинсий муһәббәтни күчәйтиш рольиға егә, дәп қарилатти. 2:7 «Муһәббәтниң вақит-саити болмиғичә, уни ойғатмаңлар, қозғимаңлар!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «вақти-саити болмиғичә, сөйүмлүгүмни ойғатмаңлар, қозғимаңлар! «(3-7-айәт) шәрһи» — 3-айәттә Шуламит Сулайманниң тәриплиригә инкас қайтуруп, уни «»гә охшитиду. Алма дәриғи әсли Пәләстин зиминида өсмәйду, пәқәт башқа жутлардин елип келинип бәзи йәрләрдә алаһидә тикилгән. Шуңа алма дәриғи наһайити әтиварлиқ еди, көргәнла адәмни интайин хуш қиливетәтти. Бәзи алимлар «униң сайиси астида дилим аләмчә сөйүнүп олтардим, униң мевиси маңа шерин тетиди» дегини Шуламитниң Сулайман билән болған җинсий муһәббәтлишишини көрситиду, дәп қарайду. Башқилар буни муһәббәтниң һәр тәрипини көрситиду, дәп қарайду. Немила болмисун алма муһәббәтниң символи; «кишмиш пошкаллар» дегини болса, җинсий муһәббәтни қозғайдиған йемәклик һесаплинатти. 7-айәт (муһәббәтниң вақти-саити тоғрисида) үстидә үч муһим пикир бар: (1) муһәббәтниң өз тәбиий җәряни болиду, башқилар уни балдур қозғимақчи болса зиян йәткүзиду; (2) (әр-хотунлуқ мунасивәттә) өз җорисида қизғин муһәббәтни қозғиғандин кейин униңға дәхли қилишқа болмайду; (3) җинсий муһәббәткә қанаәт қилишниң имканийити болмиса, ундақта уни қозғашқа қәтъий болмайду. Бу «имканийәт» (а) пәқәт никаһ қилинған әһвалдаБолуши (ә) икки тәрәпкә мувапиқ вақит болуши керәк, әлвәттә. Бизниңчә айәт бәлким бу үч мәниниң һәммисини өз ичигә алиду. 2:9 «(8-9-айәт) шәрһи» — мошу айәтләрдә (8-9) Шуламит бәлким Сулайманниң көңли өзигә чүшкән, өзини «җәрән, буға»ниң сүритидә қоғлиған күнләрни әсләйду. Сулайман Шуламитни йоқлиғили, униң билән әтиязлиқ мәнзиридин һозурлинишқа һәмраһ болушқа тәклип қилғили кәлди (төвәндики 10-17-айәтләрни көрүң). Җәрәнләр, буғиларму кона заманларда муһәббәтниң символлири еди. 2:14 «(12-14-айәт) шәрһи» — Сулайман Галилийәдики ишлирини қоюп қоюп, Шуламитни йәнә йоқлап берип, уни әтиязлиқ мәнзиридин биллә һозурлинишқа тәклип қилиду. Йеңила өтүп кәткән қиш болса уларниң муһәббитини қилчә совутмиди. 12-айәт үстидә; «сайраш вақти кәлди» дегән ибарә икки бислиқ болуп, иккинчи мәнаси: «чаташ вақти кәлди». Бу икки бислиқлиғи бәлким қәстән ишлитилгән. 13-айәт үстидә; пахтәкләр инсанға нисбәтән интайин мулайим қуш дәп һесаплиниду, бирақ «тартинчақ» болиду. Сулайман Шуламитниң көңүл сөзлирини аңлимақчи болуп, униң әһвалини «Қорам таш йериқи ичидә турған пахтәк»кә охшитиду. У Сулайманниң муһәббити ичидә мутләқ бехәтәр; у һәргиз сөзлиридин рәнҗимәйду. Униң җавави төвәндә көрүлиду (15-айәт). 2:15 «(15-айәт) шәрһи» — түлкиләр үзүмзарларда төшүкләрни у йәр, бу йәрләрдә колап, ов издәп тал йилтизлириға көп зиян йәткүзиду. Бирақ бу йәрдики «үзүмзар», шүбһисизки, өзлириниң муһәббитини көрситиду. У уларниң муһәббитигә бәзи тосалғу яки дәхли болған ишларни байқап, дәрһал бу ишларни (мәйли «кичик» болсиму) бир тәрәп қилайли дәп өтүниду. Улар шу чағда техи әр-хотуб болмисиму, бундақ тосалғуларни бир тәрәп қилиш балдурлуқ қилмайтти. Уларниң муһәббитигә тосалғу болған наһайити чоң бир иш Сулайманниң өз хизмити вә еғир мәсъулийити болған болуши мүмкин. Шуламит «өзүм Сулайманни бу хизмитини хатирҗәмлик билән орундашқа толуқ қоюветишим керәк» дәп чүшиниду. «немишкә сән шунчә көп вақит ишләйсән, сән маңа вақтиңни аҗратмайсән, сән мени сөймәйсән» дегәндәк позитсийә көп әр-хотунларниң муһәббитини бузуп кәлмәктә. Шуңа төвәндики 16-айәттә, биз Сулайманниң өз хизмитини хатирҗәмлик билән қиливатқанлиғини көримиз. Шуламит уни: «иш билән алдираш болғиниң билән, сән йәнила мени сөйисән!» дегәндәк толуқ ишәш билән Сулайманни өз ишиға қоювәткән охшайду. 2:16 «(16-айәт) шәрһи» — Шуламит Йерусалим қизлириға, өзиниң Сулайманниң муһәббити ичидә «қорам таш йериқи ичидә турған пахтәк»тәк толиму бехәтәр екәнлиги тоғрилиқ гувалиқ бериду. Сулайман өзиниң «пада беқиш» ишлири билән хатирҗәм шуғуллиниду. 2:17 «(17-айәт) шәрһи» — жуқуриқи айәттә биз «муһәббәтниң ишәши»ни көрдуқ. Һазир «муһәббәтниң җиддий тәливи»ни көримиз — худди «тезрақ ишиңни түгитип йенимға қайтип кәл!» дегәндәк. Изаһат: «Һиҗранлиқ тағлири үстидин...» яки ««Бетәр» тағлири үстидин...». «Бетәр тағлири» дегән тағлар бизгә намәлум; шуңа тәрҗимимиздикидәк «айриветиш» дегән мәнидә болуши мүмкин.