3
Бәшинчи ойлиниш — Шуламит қайта-қайта көргән «айрилиш» тоғрилиқ бир чүш {3:1-3:5}
1 «Орун-көрпәмдә йетип, кечә-кечиләрдә,
Җенимниң сөйгинини издәп тәлмүрүп яттим;
Издидим, бирақ тапалмайттим;
2 Мән һазир туруп, шәһәрни айлинай;
Кочиларда, мәйданларда,
Җенимниң сөйгинини издәймән» — дедим;
Издидим, бирақ тапалмайттим;
3 Шәһәрни чарлиғучи җесәкчиләр маңа учриди, мән улардин: —
«Җенимниң сөйгинини көрдүңларму?» — дәп соридим.
4 — Улардин айрилипла җенимниң сөйгинини таптим;
Уни анамниң өйигә,
Өз қосиғида мени һамилдар болғанниң һуҗрисиға елип кирмигичә,
Уни тутувелип қәтъий қоюп бәрмәйттим».
Шуламит Йерусалим қизлириға сөз қилиду
5 «И Йерусалим қизлири,
Җәрәнләр вә даладики маралларниң һөрмити билән,
Силәргә тапилаймәнки,
Муһәббәтниң вақит-саити болмиғичә,
Уни ойғатмаңлар, қозғимаңлар».
Үчинчи хатирә: Әр-аял болуп бирлишиш үстидики ойлинишлар {3:6-5:1} •••• Алтинчи ойлиниш — Тойға сәпәр {3:6-3:11} •••• Йерусалим қизлири сөз қилиду
6 «Бу зади ким, чөл-баявандин келиватқан?
Ис-түтәк түврүклиридәк,
Мүрмәкки һәм мәстики билән пуритилған,
Әтирпурушниң һәр хил ипар-әнбәрлири билән пуритилған?»
Шуламит қизларға җавап бериду
7 «Мана, униң тәхтиравани,
У Сулайманниң өзиниңдур;
Әтрапида атмиш палван жүриду,
Улар Исраилдики батурлардиндур.
8 Уларниң һәммиси өз қиличи тутуқлуқ,
Җәң қилишқа тәрбийиләнгәнләрдур;
Түнләрдики вәсвәсиләргә тәйяр туруп,
Һәммиси өз қиличини янпишиға асиду».
Шуламит сөзлирини давам қилиду — Сулайманниң той кечисигә тәйярлиған каривити
9 «Сулайман падиша өзи үчүн алаһидә бир шаһанә сайивәнлик кариват ясиған;
Ливандики яғачлардин ясиған.
10 Униң түврүклири күмүчтин,
Йөләнчүки алтундин,
Селинчиси болса сөсүн рәхттин;
Ичи муһәббәт билән безәлгән,
Йерусалим қизлири тәрипидин.
11 Чиқиңлар, и Зион қизлири,
Сулайман падишаға қарап беқиңлар,
Той болған күнидә,
Көңли хошал болған күнидә,
аниси униңға таҗни кийгүзгән қияпәттә униңға қарап беқиңлар!»