7
Йерусалим қизлири йәнә Шуламитни махтап сөз қилиду
1 «Қайтқин, қайтқин, и Шуламит —
Қайтқин, қайтқин, бизниң саңа қариғумиз бардур!»
«Силәр Шуламитниң немисигә қариғуңлар бар?»
«“Икки баргаһ” уссулға чүшкән вақтидикидәк униңға қараймиз!»
Сулайман Шуламитқа сөз қилиду •••• Шуламит Сулайман үчүн «икки баргаһ» уссулини ойнайду
2 «И шаһзадиниң қизи,
Кәшлириңдә сениң қәдәмлириң немидегән гөзәл!
Толғиған ямпашлириң гөһәрләрдәк,
Чевәр һүнәрвән қолиниң һүниридур.
3 Киндигиң жумулақ бир қәдәһтур;
Униң әбҗәш шараби кам әмәс;
Қосиғиң буғдай догисидур,
Әтрапиға нилупәрләр олишиду.
4 Икки көксүң икки маралдәк, җәрәнниң қошкезикидур;
5 Бойнуң пил чишлиридин ясалған мунардур;
Көзлириң Бат-Раббим қовуқи бойидики Һәшбон көлчәклиридәк,
Бурнуң Дәмәшққә қарайдиған Ливан мунаридәктур;
6 Үстүңдә бешиң Кармәл теғидәк туриду;
Бешиңдики өрүмә чачлириң сөсүн рәңликтур,
Падиша бүдүр чачлириңниң мәһбусидур.
7 И сөйгиним, һозурлар үчүн шунчә гөзәл, шунчә йеқимлиқтурсән!
8 Сениң боюң палма дәриғидәк,
Көксүң үзүм ғунчилиридәктур.
9 Мән: — «Палма дәриғи үстигә чиқимән,
Шахлирини тутуп ямишимән;
Көксилириң дәрвәқә үзүм тал ғунчилиридәк,
Бурнуңниң пуриғи алмилардәк, таңлайлириңниң тәми әң есил шарапдәктур...».
Шуламит сөз қилип, Сулайманниң гепини давамлаштуриду
10
«...мениң сөйүмлүгүмниң гелидин силиқ өтүп,
Ләвләр, чишлардин тейилип чүшсун...!
11 Мән мениң сөйүмлүгүмниңкидурмән,
Униң тәқаззаси маңа қаритилиду».
Он биринчи ойлиниш — Шуламитниң өз жутини йоқлашқа болған арзуси •••• {7:11-8:4} •••• Шуламит сөз қилиду
12 «И сөйүмлүгүм, келәйли,
Етизларға чиқайли;
Йезиларда түнәп келәйли,
13 Үзүмзарлиққа чиқишқа балдур орундин турайли,
Үзүм таллириниң бихлиған-бихлимиғанлиғини,
Чечәкләрниң ечилған-ечилмиғанлиғини,
Анарларниң бәрқ урған-урмиғанлиғини көрәйли;
Әшу йәрдә муһәббәтлиримни саңа беғишлаймән.
14 Муһәббәтгүлләр әшу йәрдә өз пуриғини пуритиду;
Ишиклиримиз үстидә һәр хил есил мевә-чивиләр бардур,
Йеңи һәм кониму бардур;
Сән үчүн уларни топлап тәйярлидим, и сөйүмлүгүм!»