8
Давами — Шуламит сөзини давамлаштуриду
1 «Аһ, апамниң көксини шориған инимдәк болсаң еди!
Сени талада учритар болсам, сөйәттим,
Вә һеч ким мени кәмситмәйтти.
2 Мән сени йетәкләйттим,
Апаңниң өйигә елип кирәттим;
Сән маңа тәлим берәттиң;
Мән саңа тетитқу шарабидин ичкүзәттим;
Анарлиримниң шәрбитидин ичкүзәттим.
3 Униң сол қоли бешим астида болатти,
Униң оң қоли мени силайтти!».
4 «Силәргә тапилаймәнки, и Йерусалим қизлири —
«Униң вақит-саити болмиғичә,
Силәр муһәббәтни ойғатмаңлар, қозғимаңлар!»
Он иккинчи ойлиниш — Йезиларға, йәни Галилийәгә болған сәпәр {8:5-8:7} •••• Шуламитниң жутидики қизлар авал сөзләйду — уни тонумай қалиду
5 «Даладин чиқиватқан бу зади ким?
Өз сөйүмлүгигә йөлинип?»
«Мән алма дәриғи астида сени ойғатқан едим;
Әшу йәрдә апаң толғақ йәп сени дунияға чиқарған еди;
Әшу йәрдә сени туққучи толғақ йәп сени чиқарған еди».
Шуламит Сулайманға сөз қилиду
6 «Мени көңлүңгә мөһүрдәк,
Билигиңгә мөһүрдәк басқайсән;
Чүнки муһәббәт өлүмдәк күчлүктур;
Муһәббәтниң қизғиниши тәһтисарадәк рәһимсиз;
Униңдин чиққан от учқунлири,
— Яһниң дәһшәтлик бир ялқунидур!
7 Көп сулар муһәббәтни өчүрәлмәйду;
Кәлкүнләр уни ғәриқ қилалмайду;
Бириси: «Өй-тәәллуқатлиримниң һәммисини берип муһәббәткә еришимән» десә,
Ундақта у адәм кишиниң нәзиридин пүтүнләй чүшүп кетиду».
Он үчинчи ойлиниш — Шуламитниң жутиға, өйигә қайитип келиши. Шуламит кичик сиңлиси тоғрилиқ икки акисиға сөз қилиду {8:8-8:14}. •••• Шуламит икки акисиға сөз қилиду
8 «Бизниң кичик сиңлимиз бардур,
Бирақ униң көкси йоқтур;
Сиңлимизға әлчиләр кәлгән күнидә биз униң үчүн немә қилимиз?»
Икки акиси җавап бериду
9 «Әгәр у сепил болса,
Биз униңға күмүч мунар салимиз;
Әгәр у ишик болса,
Биз уни кедир тахтайлар билән қаплаймиз».
Шуламит сөз қилиду
10 «Өзүм бир сепилдурмән,
Һәм мениң көксилирим мунарлардәктур;
Шуңа мән униң көз алдида хатирҗәмлик тапқан бирисидәк болдум».
Шуламит сөзини давам қилиду
11 «Сулайманниң Баал-Һамонда үзүмзари бар еди,
Үзүмзарини бағвәнләргә иҗаригә бәрди;
Уларниң һәммиси мевиси үчүн миң тәңгә апирип бериши керәк еди;
12 Өзүмниң үзүмзарим мана мениң алдимда туриду;
Униң миң тәңгиси саңа болсун, и Сулайман,
Шуниңдәк икки йүз тәңгә мевисини баққучиларға болсун».
Сулайман Шуламитқа сөз қилиду
13 «Һәй бағларда турғучи,
Һәмраһлар авазиңни аңлиғуси бар;
Маңиму уни аңлатқузғайсән».
Шуламит Сулайманға сөз қилиду
14 «И сөйүмлүгүм, тез болә,
Җәрән яки яш буғидәк бол,
Тетитқулар тағлири үстидә жүгүрүп!»